Алим Әһәт

Авангарт

[Русчә<فرانسۇزچە>] ①Исим. Һәрбий күчләрниң йаки һәрбий парахотниң дүшмәнгә қарши йүрүштә алдинқи сәпкә баридиған илғар қисми. ②Сүпәт. Көчмә мәнидики сөз. Илғар: оқутқучи оқутушниң биринчи сепидә күрәш қиливатқан авангарт җәңчи.

Авғуст

Исим [русчә<لاتىنچە>] ①Қәдимки рим падишаһлиридин (папалиридин) бириниң нами. У миладийә календарини түзүшкә башламчилиқ қилғанлиқи үчүн 8-айни шуниң намида атиған. ②Миладийиниң 8-ейи.

Аву

Алмаш. Сөзлигүчи ишарәт қилған өзидин йирақтики шәйини ипадиләйду йаки айрип көрситиду:-у попкисини маңа берипла аву тәрәпкә йүгүрүп кәтти, -деди халидәм беши билән акиси кәткән тәрәпни ишарәт қилип.