Алим Әһәт

Атланмақ

Пеил ①атқа минмәк: улар атлиқ кәлгән, улар билән биринчи дуйниң әзалириму атлинип биллә келишкәниди. ②Көчмә. Бирәр җайға бериш үчүн тәййарланмақ, һазирланмақ: һазир алдинқи сәптә күрәш қизимақта, мән пат йеқинда бу муқәддәс җәңгә атлинимән .③Көчмә. Бирәр ишни қилишқа тәййарланмақ, һазирланмақ:-биз әзалар билән мәслиһәтләшкәндин кейин, қарлиқ тағниң сүйини әкилишкә атлинимиз,-деди сабир һакимға.

Атлиқ

1. ①Сүпәт. Ети бар, атқа игә: мана һазир у дулдулдәк икки атлиқ болуп қалди. ②Сүпәт. Ат мингән: туйуқсиз йаңақ дәрихи алдида үч атлиқ киши көрүнди .③Исим. Ат мингән киши: атлиқ пийадиниң һарғинини билмәс (мақал). ④Исим. Атқа хас хусусийәт, атқа хас алаһидилик: атниң атлиқи бардур, наватниң татлиқи бардур.

2. Сүпәт. Исимлик, намлиқ, исим йаки намға игә болған; … дәп атилидиған: даванчиңниң йоли қаттиқ тавузи татлиқ, даванчиңда бир йарим бар қәмбәрхан атлиқ.

Атлимақ

Пеил ①дәссимәй икки пут арисида қалдуруп үстидин һалқип өтмәк, артилип өтмәк; сәкримәк: у босуғидин атлай дәп турушиға, бир қизниң варқириған авази аңланди. ②Қәдәм алмақ, қәдәм ташлимақ: айағ атлимиса, баш йүгүрмәйду (мақал). ③Қалдуруп, тәгмәй йаки мәлум қисмини ташлап өтүп кәтмәк: наһийә атлап оқумақ. Синип атлимақ.*Мән хәтни атлап оқудум, хәтниң ахирида аҗайип сөзләр бар иди .

Атлетика

Исим [русчә«грекчә] «тәнтәрбийә» күч вә чаққанлиқ тәләп қилидиған һәм уларни камалиға йәткүзидиған спорт мәшиқлириниң йиғиндиси: 1986 -йили мәмликәт бойичә йеник атлетика мусабиқиси өткүзүлди.

Атмақ

1. Пеил ①қолдики нәрсини шилтип йираққа йаки мөлчәрләнгән йәргә ташлимақ; ирғитмақ: топқа қарап таш атма (мақал).*Таш атқанға қаш ат (мақал). ②Шиддәт билән бирәр йәргә ташланмақ: есәдәп йиғлаватқан мәрйәм «ака» дегиничә закирҗанниң бағриға өзини атти.*Униң атқан мушти тәгмиди .③Көчмә. Чиқармақ, йаймақ, ечилмақ: чечәк атмақ. ④Титмақ, парчилимақ: пахта атмақ. Йуң атмақ.*Алта ай атқан пахтам бир чапанға йәтмәпту (мақал). ⑤Партлатмақ: тағ атмақ. Поҗаңза атмақ. ⑥Күч билән иттирип чиқармақ, өрлимәк: қадир долқунлар үстигә долқунлар етип еқиватқан дәрйа бойиға қарап маңди . 2. ⑦Бирәр қорал васитиси арқилиқ оқ вә шуниңға охшаш нәрсиләрни чиқармақ, үзмәк: аталмиғанниң оқи алта ғулач кетәр (мақал). ⑧Бирәр қорал васитиси арқилиқ йариландурмақ ,өлтүрмәк: атиси атмиған қоңғузни, балиси етипту тоңгузни (мақал).*Дадамни улар етивәткән. ⑨Мидирлатмақ,...

Давамини оқуң!