Алим Әһәт

Пашшаплиқ

Исим ①пашшаплар мәсул болуп орунлайдиған хизмәт, вәзипә; пашшаплар ишләшкә тегишлик иш: пашшаплиқ қилмақ. Пашшаплиқ әмили. ②Сүпәт. Пашшаплар игидарчилиқидики, пашшапларға қарашлиқ, пашшапларға хас: молланийаз пашшаплиқ йәрни териш һашири билән сәһәрдила чиқип кәткәниди.

Пашиот

Исим [паша+от] «ботаника» әтиргүл аилисигә киридиған көп йиллиқ саман ғоллуқ өсүмлүк. Ғоли бирәр метир егизликтә болуп тик, йопурмиқи нөвәтлишип өсиду, йопурмиқи тақ санлиқ пәйсиман мурәккәп йопурмақ. Йилтизи дора қилиниду, алтай тағлиридин тепилиду.

Пақа

①Исим «зоологийә» қош маканлиқ һайван. Беши йапилақ һәм кәң; ағзи, көзи чоң; териси силиқ, рәңги муһитниң охшимаслиқи билән охшаш болмайду. Униң адәттә йешил, күл рәң сәпкүнлири болиду; бармақ арилиқида непиз пәрдиси бар; суда йаки суға йеқин җайларда йашайду, көпинчә қараңғуда һәрикәт қилиду; әркәклиридә куркираш оргини болиду, үнлүк куркирайду; ②асасән етизлардики зийандаш һашаратлар билән озуқлиниду; йеза игиликигә пайдилиқ, балиси «қумчақ» дейилиду. Йешил пақа адәттә «етиз тохуси» дәпму атилиду. ③Исим. Түгмәнниң тешини һәрикәткә кәлтүрүш үчүн, шүмәкниң учиға орнитилған, төпә ташниң төшүки ичидә туридиған төт бурҗәк йапилақ төмүр: түгмәнниң пақиси.