А

Айдиң

Сүпәт ①ай нури билән йоруған, йоруқ: айдиң кечә. *Айниң он бәши айдиң, он бәши қараңғу (мақал). ②Көчмә мәнидики сөз. Рошән, чүшинишлик: һәммә нәрсә айдиң болди, бундақ бешәм хотунға немә дегили болиду?

Айланма

Сүпәт ①өз оқида, бирәр даирә ичидә йаки бирәр нәрсини бойлап һәрикәт қилидиған, айлинидиған, пирқирайдиған: айланма орундуқ. Айланма һәрикәт. Айланма ғалтәк. ②Айландуруп йасалған йаки йай шәклидә орунлашқан, йайсиман: айланма йол. Айланма пәләмпәй. ③Йүрүшүп туридиған, оборот болидиған: айланма капитал.