А

Аҗрашчанлиқ

Исим <گېئولوگىيە> Минералларниң физикилиқ хусусийәтлириниң бири, минерал кристаллири сиртқи күчниң тәсиригә учриғанда, мәлум кристал йүз йөнилиши бойичә тәкши йүздә йерилидиған даимлиқ хусусийәт. Аҗрашчанлиқниң муқимлиқ дәриҗиси минералларниң хилиға қарап һәр хил болиду.

Алақә

1. Исим [әрәбчә] ①өзара мунасивәт муамилә, барди кәлди, ички-ташқи бағлиниш: достлуқ алақиси. Сода алақилири. Алақә бағлимақ. Алақә қилмақ. ②Икки нуқта йаки икки арилиқта туруп хәвәрлишиш, бағлиниш васитиси: телефон алақиси. Алақә йоллири.

2. ③Йигит, қиз йаки әр-хотун оттурисидики қәлбдашлиқ туйғу, кәйпийат; ишқ муһәббәт; җинсий мунасивәт:-бу үзүкләрниң игилири худди силәргә охшаш мән билән алақидә болған, -дәпту һелиқи айал. ④Бирәр идарә, тәшкилатниң тонуштуруш йаки испат хети: сән кәнтниң алақисини елип йезиға барғин.