А

Апиридә

Исим [парсчә] «болмақ, қилмақ» йардәмчи пеиллар билән келип «төрәлмәк, пәйда болмақ; төрәлдүрмәк, пәйда қилмақ» дегән мәниләрни билдүриду: сән билән мән мушу аләм апиридә болғандин тартип, бир-биримизни йетәрлик билишимиз. *-Әй бәхтлик йигит, сени бу аләмгә апиридә қилған атаң ким? Анаң ким?-Дәп сорапту бовай.

Актип

[Русчә] ①сүпәт. Һәрикәтчан, илғар, иҗабий: актип амил. Актип тәдбирләр. ②Рәвиш. Паал, қизғин, иҗабий йосунда: улар көчәт тикишкә актип қатнашти. ③Исим. Бирәр тәшкилат йаки коллектипниң илғар, тәшәббускар әзаси: актиплар йиғини. Ишләпчиқириш актипи.

Атлиқ

1. ①Сүпәт. Ети бар, атқа игә: мана һазир у дулдулдәк икки атлиқ болуп қалди. ②Сүпәт. Ат мингән: туйуқсиз йаңақ дәрихи алдида үч атлиқ киши көрүнди .③Исим. Ат мингән киши: атлиқ пийадиниң һарғинини билмәс (мақал). ④Исим. Атқа хас хусусийәт, атқа хас алаһидилик: атниң атлиқи бардур, наватниң татлиқи бардур.

2. Сүпәт. Исимлик, намлиқ, исим йаки намға игә болған; … дәп атилидиған: даванчиңниң йоли қаттиқ тавузи татлиқ, даванчиңда бир йарим бар қәмбәрхан атлиқ.