А

Алаһидилик

Исим. Пәрқлиқ хусусийәт, бәлгилик артуқчилиқ, мәхсус айримлиқ: биз һәммә хизмәттә шинҗаңниң миллий районлуқ алаһидиликини көздә тутмайдиған болсақ, хизмәтләрни йахши ишлийәлмәймиз.

Алчаңлимақ

Пеил ①путини керип, иғаңлап маңмақ: у бу қетим кесәлдин қопқандин бери алчаңлап маңидиған болуп қалди. ②Көрәңлимәк, гидәймәк: сәмәт азрақ қетивелипла алчаңлиғили турди.

Алғур

Сүпәт ①овни йахши алидиған: алғур бүркүт. ②Һәққини кәткүзмәйдиған; һәр баб билән алидиған: у наһайити алғур адәм болғачқа аллиқачан өлгән пулларниму тирилдүрүп алалиди.