А

Алмилиқ

1. Сүпәт. Алма дәрихи бар, алма дәрихи өстүрүлгән: алмилиқ бағлиғучи ②исим. Алма дәрихи өстүрүлгән йәр, мәйдан, бағ: бу алмилиқ қуртқа қарши җиддий җәң мәйданиға айланғаниди.

2. Пеил ③йип учлирини алмаштуруп таңмақ, чатмақ: йипни алмап чигмәк. ④Бир нәрсини иккинчи нәрсиниң үстигә қойуп орунлаштурмақ: путини алмап олтурмақ. Шахни алмап қоймақ. Арғамчини алмап қоймақ.

Адәмхумар

Сүпәт [адәм+хумар] кишиләр билән даим биллә болушни йахши көридиған, адәмгә амрақ, адәмгә еҗил: мәнму шундақ адәмхумар, гәпхумар киши болғанлиқим үчүн уларниң париңини аңлаш маңиму адәт болуп қалғаниди.

Ара

1. ①Исим. Икки нәрсә йаки икки нуқта оттурисидики мусапә, арилиқ: бехилға қол билән йанчуқниң ариси 40 күнлүк йол (мақал). ②Исим. Қатар, сәп; оттура: ариға алмақ. Ариға қатмақ.*Мән үч оғул арисида бирла қиз идим .③Исим. Икки вәқә, һадисә йаки пәйт отторисидики вақит; пурсәт: аридин алта ай өтүп кәткән болсиму, зулал уни бирәр қетимму йоқлимиди. ④Исим. Кишиләр оттурисидики өзара мунасивәт; алақә: арини бузмақ, арини үзмәк.

2. Исим. А:ра -деһқанчилиқта ишлитилидиған, төмүр һәм йағачтин йасалған чишлиқ сайман: үч чишлиқ ара. Бәш чишлиқ ара.