А

Амбулаторийә

Исим [русчә<لاتىنچە>] <تېبابەت> Қатнап давалинидиған йаки өйдә йетип давалинидиған бимарларни медитсина йардими билән давалайдиған шипахана: шәһәр амбулатурийиси. Завут амбулаторийиси. Амбулатурийә врачи.

Ананас

Исим [русчә<ئىسپان] <بوتانىكا> Көп йиллиқ, даим көкирип туридиған саман ғоллуқ өсүмлүк. Мевисини йейишкә вә униңдин консерва йемәкликләрни йасашқа болиду. Йопурмақ талалири арғамча ешишкә йаки тоқумичилиқ, қәғәзчилик хам әшйалириға ишлитилиду.

Ай

1. Исим <ئاسترونومىيە> ①Йәр шарини айлинидиған сәййарә, йүзи оңғул-доңғул болуп тәкши әмәс, өзи нур чиқармай, қуйаш нурини қайтуриду. Диаметири йәр шари диаметириниң төттин биригә, тартиш күчи йәр шари тартиш күчиниң алтидин биригә тоғра келиду. ②Шәмсийә йаки қәмәрийә йилиниң он иккидин бири: айниң он бәши айдиң, он бәши қараңғу (мақал). *Айда йегән тоқ болар, күндә йегән ач болар (мақал). 2. ③Айға охшаш нурлуқ; чирайлиқ: турмушумни бай қиларсән кәтминим, еғизимни май қиларсән кәтминим, йахши тутуп асривалсам кәтминим, йүзлиримни ай қиларсән кәтминим. ④Айалларниң исминиң тәркибий қисми болиду: айхан, айнур, айгүл, гүзәлай, турсунай.