Өмәрҗан Нури 1968-йили 4-айниң 25-күни хотән вилайити қарақаш наһийисиниң қарасай йезисида бир оқутқучи аилисидә дунйаға кәлгән. Башланғуч, оттура мәктәпни қарасай, қойчи йезилирида, толуқ оттура мәктәпни қарақаш наһийилик 1-оттура мәктәптә оқуған. 1986-Йили алий мәктәп имтиһанида иҗтимаий пәнләр бойичә әла нәтиҗә билән хитайниң чаңчүн шәһиридики шәрқи-шимал педагогика университетиниң тарих кәспигә қобул қилинған. Мәркизи милләтләр университетида икки йил тәййарлиқ оқуғандин кейин, шәрқи-шимал педагогика университетиниң төт йиллиқ тарих кәспини пүттүрүп, 1992-йили хотән педагогика мәктипи (һазирқи хотән педагогика институти) гә тарих оқутқучиси болуп ишқа чүшкән. 2000-Йиллири бейҗиңдики мәркизи милләтләр университетида тарих пәнлиридә магистирлиқ унванини алған.
Өмәрҗан Нуриниң «нушриван йаушефниң бәргән мәлуматлирида уйғурлар», «турпан уйғурлириниң 1732-йилидики шәрққә көчүши һәққидә бир мәлумат», «аталмиш йаш қәшқәрликләр партийәси вә әндиҗан вәқәси», «қутлуқ шәвқигә қилинған төһмәт», «ататүркниң Уйғур дости», «Бурһан Шәһидиниң тәрҗимиһалидики бәзи мәсилиләр үстидә тәтқиқат», «хитайларниң Уйғур йегәнлики һәққидики өз хатириси», «түркләрдики нурдин төрилиш әпсанилири һәққидә» қатарлиқ илмий мақалилири, «8-10-әсир ғәрбий йурт тарихи һәққидә тәтқиқат», «аттила һәққидә ривайәт», «төт хәлипә», «султан алаиддин әрәтна» қатарлиқ йапончә, түркчә вә хитайчидин тәрҗимә қилинған китаблири һәмдә «алтә шәһәр мәктуплири» намлиқ башқилар билән һәмкарлишип нәшргә тәййарлиған китаби бар.











