Ә

Әлқиссә

Бағлиғучи [әрәбчә] «һелиқи қиссәниң өзигә кәлсәк; шундақ қилип» дегән мәнидики бағлиғучи ролидики сөз: әлқиссә, шуниңдин кейин, шаһ хисрав шәһәргә қайтип, икки ағичисини қойуп бәрди.

Әлһәзәр

Исим [әрәбчә] «йезиқ тили» һәзәр қилиңлар, сақлиниңлар: көрмигән оң-солда дунйа болсиму зирузәвәр, дәр иди хәлқим зулумдин «әлһәзәр, миң әлһәзәр«, перихундәк әллә ойнап кәлсә җиндар алдида.

Әмгәк

Исим. ①Әқлий вә җисманий җәһәттә қилинған иш, паалийәт; сиңдүрүлгән әҗир; меһнәт: сақилини сатқан қеридин, әмгикини сатқан бала йахши (мақал). ②Диалект. Җапа, ғурбәтчилик, қийинчилиқ.

Әммәк

Пеил ①әмчәктин йаки емизгүдин сүт сүмүрүп ичмәк:-җеним ана ! Сәндин бүгүн айрилидиған болдум, сени ахирқи қетим бир емивалсам, -дәпту бала. ②Көчмә мәнилик сөз. Өзигә сиңдүрмәк, бәһрә алмақ: гүл чекимән ишқимдин, тала-тала йол қилип, тағдәк күчкә толдуммән, заманәмдин нур емип.

Әмәлий

Сүпәт [әрәбчә] ①кишиләрниң күндилик паалийитигә, турмушиға аит болған, һайат билән бағлиниши бар: деһқанчилиқ ишлири деһқанларниң күндилик әмәлий ишидур. ②Әмәлийәткә тәтбиқ қилинған, тәҗрибә-синақлардин өткән, тәҗрибә арқилиқ испатланған, һәқиқий: әмәлий техника. Әмәлий билим.

Әнҗүр

Исим [парсчә] «ботаника» үҗмә аилисидики йопурмақ ташлайдиған дәрәх, йопурмиқи нөвәтлишип өсиду, мевиси гөшлүк болуп, хам чеғида йешил, пишқанда сарғуч қоңур йаки сөсүн қоңур рәңгә кириду. Униң мевиси, шехи, йопурмиқи вә йилтизиму дора қилиниду; тәми татлиқ болуп, тәбиити мөтидил, зәһәрсиз; бәдәнгә қуввәт берип, тални йахшилайду, үчәйни сийлиқлаштуриду. Рематизмни йоқитиду, қан тохтитиду, сүт маңдуриду.