Ә

Әйиблимәк

Пеил ①әйиблик дәп тонумақ: уларни ким хатириләйду ? Һечким ! Һәтта уларни мушу қисмәткә муптила қилғанларму хатирилимәйду, бәлки тиллайду, әйибләйду. ②Тәнқид қилмақ: бир йилдин бери мәтйа қәйсәрниң әйибләшлиридин хели қутулуп қалғаниди.

Әвпариқун

Исим [әрәбчә] <بوتانىكا> Сериқ чай аилисидики көп йиллиқ, саман ғоллуқ өсүмлүк. Мевиси ғоза шәклидә, уруқи көп, қарамтул пор рәңдә болиду; пүтүн тени дора қилиниду. Униң иссиқни тарқитиш, зәһәрни қайтуруш, ишшиқни йандуруш, қанни маңғузуш роли бар. У йәнә «сериқ чай вә дала чай» дәпму атилиду.

Әбгарлашмақ

Пеил ①һал-әһвали начарлашмақ, турмуши йаман әһвалға чүшүп қалмақ; кәмбәғәлләшмәк, намратлашмақ: у йилдин-йилға әбгарлишип кәтти. ②Җүдәп, оруқлап зәиплишип кәтмәк, аҗизлимақ: бу йил әтийаз малларниң һәммиси дегүдәк әбгарлишип кәтти.

Әпт-Бәширә

①Кишиниң әпти, бәшириси, йүзи, чирайи, тәләти: униң әпти-бәширисидин қайғу һәсрәт вә аччиқ әләм тартиватқанлиқиниң ипадиси билинип туратти. ②Көчмә мәнилик сөз. Кишиниң ички дунйаси, мәниви қийапити: бу сөзләр һамутниң әпти-бәширисини амма алдида читқа йайди.