Ә

Әтраплиқ

Сүпәт. Һәммә тәрәпни тәң көзитип, тәң һесабқа алған, омумий җәһәтләрни көздә тутқан: оқутушниң асасий вәзиписи оқуғучиларға әтраплиқ, системилиқ пәнний билимләрни бериш. // У формулини әтраплиқ йешип бәрди.

Әҗдиһагүл

Исим [әҗдиһа+гүл] «ботаника» чоқа аилисидики көп йиллиқ йаки икки йиллиқ тик өсидиған саман ғоллуқ өсүмлүк. Йопурмақлири нөвәтлишип өсиду, йупурмиқиниң узунрақлири иллипс йаки төмүнә шәклидә болиду; гүли йаз вә күздә ечилиду.