Ә

Әзәлдин

Рәвиш ①қәдимки заманлардин бери, бурундин, қәдимдин, әслидин, пәйда болушидин: у әзәлдин тәнтәрбийини йахши көриду. ②Һечқачан, әсла: мән әзәлдин башқиларға зийан салған адәм әмәс.

Әқидә

Исим [әрәбчә] ①чин көңүлдин муәййәнләштүрүлгән пикир, ишәнч: рәйһан садиқниң өз әқидиси йолида җан пида қилиштин йанмайдиған қәтий, тәләпчан, йүксәк ғайилик әр икәнликидин көңли әмин иди. ②Бирәр нәрсә тоғрисида шәкилләнгән һөрмәтләш вә йахши көрүш адити, етиқад: айрилғанға өлмәймән. Әқидәмгә йиғлаймән. ③Ишәнч вә етиқадқа асасән шәк йоқ дәп қаралған қаидә вә һөкүмләр: рәйһан орнидин туруп, худди диний әқидини йадлаватқандәк, салмақлиқ билән җаваб бәрди.

Әқәллийси

Рәвиш. Әң аддийси, һечболмиғанда: шундақ болсиму кичикахунниң сөзидә йаки һәрикитидә, әқәллийси чирай һалитидә болсиму, зәрричә наразилиқ, қаршилиқ ипадисини тапқили болмайтти.