Ә

Әндиктүрмәк

«Әндикмәк» пеилиниң мәҗбурий дәриҗиси: асмандин чүшкәндәкла туйуқсиз пәйда болған бу чирайлиқ қизниң хуш тәбәссуми қадирниң йүрикини ихтийарсиз әндиктүрүвәтти.

Әй

①Исим. Қатарға қошулуш, айниш, көкләш, тутуш (өсүмлүк вә башқа җанлиқларға нисбәтән): пәрвиш қилиш йахши болмиғанлиқи үчүн, һәр йили көчәт қойулсиму, әй болмай кәлгәниди. ②Күч-қуввәт, озуқлуқ, оғут: әй бәрмәк. Әй қилмақ. ②Имлиқ сөз <يېزىق تىلى> Зоқлиниш, һайаҗанлиниш, һесдашлиқ, ғәзәплиниш, пушайман қилиш қатарлиқ мәниләрни билдүрүп келиду, тилдики «һәй» билән тәң: салам, әй мойсипитләр, пешқәдәм устаз! Баһар бостанида сайрайли хуш аваз!

Әйнән

Рәвиш [әрәбчә] ①һечқандақ өзгиришсиз, өз петичә, әйни билән: һайал өтмәй һелиқи әқиллиқ адәм дости билән биллә берип, бу ишни қазиға әйнән мәлум қилди. ②Дәл, нәқ: бу адәм оруқ, йиргинчлик розәк бәзниң әйнән өзи.

Әвҗлик

Сүпәт. Әвҗигә чиққан, йуқири пәллигә йәткән: Тейипҗан Елийев қатарлиқ шаирларниң бу һәқтики шеирлиридин ромал уссулиниң әвҗлик, лирик уссул икәнликини биливалалаймиз.

Әвқап

Исим [әрәбчә] <دىن> Җамаәт ихтийариға өткән, мәсчит, мәдрисиләргә вәхпә қилинған мал-мүлүк, йәр-земин вә шу қатарлиқ нәрсиләр: бир ай дегән оттуз күн, бир йил дегән үч йүз атмиш бәш күн, күнигә болмиди дегәндә үч-төт сәр тәңгә тапса, җәмләп көрүңлар қанчә болуп кәтти? Буниңдин башқа той-төкүн, нәзир-чирағ, әвқап кирими қанчә болиду?