Ә

Әрксизлик

Исим. Ихтийарийлиқтин айрилиш, әркинликтин мәһрум болуш һалити: бу қошақлар әйни чағдики хәлқниң феодаллиқ әрксизликкә қарши елип барған күрәшлириниң бәдиий лирик ипадиси.

Әрмудун

Исим <بوتانىكا> Әрмудун аилисидики йопурмақ ташлайдиған дәрәх болуп, бирқанчә метир егизликтә өсиду. Униң қовзиқи вә уруқи тебабәтчиликтә дора қилиниду. Тәбиити иссиққа майил, тәми қериқ, зәһәрсиз, һөл иссиқни қайтуриду, йариларни қоруйду, ағриқни басиду. Созулма характерлик толғақ, нерва аҗизлиқ, ашқазан кесәлликлиригә шипа болиду.

Әзиз

[Әрәбчә] ①сүпәт. Иззәт-һөрмәткә игә, қәдирлик, сөйүмлүк: әзиз меһман. Әзиз дост. Әзиз оғлум. ②Сүпәт. Улуғ, сөйүмлүк, бибаһа: әй әзиз ана дийарим йашнидиң бостан болуп, күйлинәр ишқиң түмән дилда ғәзәл-дастан болуп. ③Әр вә айалларниң исми.

Әстилик

Исим ①бирәр кишигә йаки өз йеқинлириға хатирә үчүн һәдийә қилинған нәрсә, буйум, йадикарлиқ: бу саңа әстилик болсун. ②Көчмә мәнилик сөз. Өз бешидин өткән, кәчүргән йаки өз һайатида йүз бәргән иш, һадисә, вәқә һәққидики әслимә: униң мәйүс чирайи, ғәмкин көзлири қандақтур бир аччиқ хатирә, көңүлсиз әстиликләрни билдүрүп туратти.

Әскәрчилик

Исим. Әскәрлик һайати, турмуши:-әскәрчилик дегән һәқиқәтән тәс, тәқсир, әскәрниң бойни қил арғамчида бағлақлиқ болидикән, -деди у йенидики әскәрләргә ишарәт қилип туруп.