Ә

Әс

Исим ①адәмниң билиш, пикир қилиш қабилийити; аң, зеһин, һош, әқил: есини йоқатмақ. Есини йиғмақ. Есини тапмақ. Есини билмәк.*Есиң барида етәк йап (мақал). ②Йадида сақлаш, йадқа елиш қабилийити; йад, хатирә: әстә тутмақ. Әстә қалдурмақ. Әскә алмақ. Әскә салмақ. Есигә кәлмәк.

Әскиләшмәк

Пеил ①кона, вәйранә һаләткә кәлмәк, кониримақ: һазирқи бу мәктәп бинаси наһайити әскилишип өрүләй дәп қалди. ②Кәпсиз, әдәпсиз, биһайа болмақ, осаллашмақ: кичик балини оқутмай кочиға қойувәтсә узимайла әскилишип кетиду.

Әсла

Рәвиш [әрәбчә] ①пәқәт, һечқачан; зади: бу гәпни мән әсла демидим. ②Әслидә, бурунисида: бу тағлар егиз тағлар, теши бар, тописи йоқ, әсла көймигән йарниң, дәрди бар вапаси йоқ.

Әснәк

Исим <فىزىئولوگىيە> Уйқусириғанда еғизни чоң ечип чоңқур нәпәс елиш вә чиқириш нәтиҗисидә, қан суйуқлуқи тәркибидики карбон төт оксиди көпийип вә меңидики нәпәсләндүрүш мәркизини ғидиқлаш арқилиқ пәйда қилидиған бир хил физиологийилик һадисә: уни бирдинла әснәк тутти.