Исламҗан Шерип

Исламҗан Шерип

Алим, төһпикар тәрҗиман, заманимиздики даңлиқ Уйғур нәширийатчиси, натиқ Исламҗан Шерип 1947-йили 3-айда қәшқәр шәһридә туғулған, бәшкерәм, ават йеза вә қәшқәр шәһиридә толуқсиз, толуқ оттура мәктәпләрдә оқиған. 1976-Йили җ к п гә киргән. У «ш, у, а, р иҗтимаий пәнләр мунбири» тәһрир һәйитиниң мудири, җуңго аз санлиқ милләтләр пәлсәпә, идийә тарихи җәмийтиниң даимий һәйәт әзаси, җуңго Уйғур мәдәнийәт-тарих тәтқиқат җәмийтиниң даимий әзаси, «қудағубилик» илмий җәмийитиниң әзаси, «он икки муқам» тәтқиқат җәмийтиниң әзаси ш, у, а, р иҗтимаий пән әсәрлирини баһалаш комтети ишханисиниң муавин мудири болған. У 1967-йили сабиқ мәркизий милләтләр институтини, 1985-йили җ к п мәркизий партийә мәктипиниң аспирантлиқ синипини пүттүргән. Илгири-ахир болуп йәкән наһийилик партком тәшвиқат бөлүми. Қәшқәр вилайәтлик партком тәшвиқат бөлүмлиридә нәширийат-ахбарат кадири, нәзәрийә тәтқиқат бөлүмниң муавин мудири, қәшқәр вилайәтлик пәлсәпә -иҗтимаий пән саһәсидикиләр бирләшмисиниң муавин рәиси, қәшқәр вилайәтлик пән-техника иҗадийәт җәмийитиниң рәиси, қәшқәр Уйғур нәшрийатиниң муавин баш муһәррири. Ташқурған таҗик аптоном наһийәсидә кәспий, мәмурий хадим, «ш, у, а, р» иҗтимаий пән саһәсидикиләр бирләшмиси мәмурий рәһбәрлик гурупписиниң муавин башлиқи, тәһрир һәйитиниң муавин мудири, малийә рәһбәрлик гуруписиниң башлиқи болуп ишлигән. У өзиниң 33 йиллиқ хизмәт тарихида тинимсиз өгиниш, издиниш арқилиқ «ш, у, а, р иҗтимаий пәнләр мунбири» ни йахшилап Уйғур тәтқиқатчиларға земин тәййарлаш җәһәттә әһмийәтлик қәдәмләрни бесип, җамаәтниң алқишиға игә болупла қалмастин, мәхсус илмий әсәрлири, илмий мақалилири, пәлсәпә, тарих, әдәбийат саһәлиридики надир әсәрлири арқилиқму җамаәтниң диққитини қозғиған. Исламҗан Шерип қәшқәрдики вақитлирида әдәбий иҗадийәт, тарих тәтқиқати билән өз иҗадийтини башлиған болуп, униң һайат паалийити вә иҗадийитини төвәндики бир қанчә түргә йиғинчақлашқа болиду.

Тәрҗимә җәһәттә: өзниң «чәт әл һәққидә һекайилар» (үч қисим), «дунйаниң бәш миң йили» (үч том), «җаң чийән һәққидә һекайилар», «билиш вә һәқиқәт», «ихтирачилиқ босуғиси», «йилтиз», «ғәрбий йурт мәдәнийәт тарихи». . . Қатарлиқ тәрҗимә әсәрлири (хәнзучә хәт һесабида җәмий төт милйон хәт) арқилиқ уйғурлар үчүн йол ечип меңиш әһмийитигә игә болған билим мәнбәлирини тонуштурған, һәр қетимлиқ журналдики әсәрләрниң мундәриҗиисни өзи бивастә хәнзу тилиға тәрҗимә қилған.

Илмий тәтқиқат җәһәттә: 2000-йили күзгичә 40 нәччә парчә илмий мақалә елан қилған (уларниң бәзилири хәнзучиға тәрҗимә қилинған); уйғурлар арисида йеңи пәнләрниң ечилишиға дадиллиқ билән қәдәм ташлап «талантшунаслиқ», «әқил вә пәзиләт», «адәм вә иқтидар», «кирзис вә бәрпачилиқ», «талант босуғиси», «йашаш сәнити». . . Қатарлиқ илмий әсәрлири билән Уйғур җамаәтчилики арисида зор тәсир қозғиған. 2004-Йили Исламҗан Шерип ака өзиниң талантшунаслиқ, пәлсәпәгә аит йәттә томлуқ китабини нәшргә тапшурди, муәллипниң әсәрлири мәзмун җәһәттин йеңи болупла қалмастин тил җәһәттиму өзгичиликкә игә болуп, әсәрләр тилида «әрдәм», «өглүк» дегәндәк қәдимқи Уйғур тили сөзлири кәң учрайду.

Лексийә вә дәрс мунбиридә: ш, у, а, р мәтбәә техника мәктипи, бортала, хотән қәшқәр педагогика институти, үрүмчи теливезийә истансиси, ш, у, а, р теливезийә истансиси қатарлиқ йәрләрдә лексийә сөзлигән.

Иҗтимаий тәшкилатчилиқ җәһәттә: қәшқәр Уйғур нәширийати, қәшқәр сәнәт мәктипиниң қурғучилириниң бири болуп, қәшқәр Уйғур нәшрийатини әң дәслипидә Исламҗан Шерип җ к п қәшқәр вилайәтлик партийә мәктипиниң синплирини иҗарә елип басма машинилирини орунлаштуруп басма материйал басидиған басмахана һалитигә кәлтүрүштин, бейҗиңға берип нәшрийат қилип тәстиқлишиш ишиғичә баштин ахири күчигән. 2005-Йили 10-айда қәшқәрдә мәмликәт бойичә өткүзүлгән «Уйғур алими, тилшунас Мәһмуд Қәшқәрийниң тәвәллудиниң 1000 йиллиқини хатириләш илмий муһакимә йиғини» ни ечишиниң актип тәшәббускарлириниң бири.

Исламҗан Шерипниң «адәм вә иқтидар», «талант босуғиси» дегән әсәрлири ш, у, а, р хәлқ һөкүмити иҗтимаий пән тәтқиқат нәтиҗилирини баһалаш комитети тәрипидин айрим-айрим һалда 1-, 2-дәриҗилик мукапатқа, өзи 1998-йили дөләт ишлири мәһкимисиниң тәстиқлиши арқилиқ алаһидә төһписи бар мунәввәр мутәхәссис мукапатиға еришкән. У йуқиридики илмий әмгәклири билән уйғурчә «китаб мунбири» журнилида, уйғурчә «һәқиқәтни әмәлийәттин издәш» журнилида, вә башқа гезит -журналларда хәнзучә «җуңго нәшрийатчилири», «җуңго мутәхәссислири», «җуңхуа әрбаблири». . . Қатарлиқ луғәт һәм окйануслардин орун елип, җуңхуа хәлқ җумһурийтидила тонулған мутәхәссис болупла қалмай, «дунйави мәдәнийәт әрбаблири» дегән окйануста дунйави шәхсләр қатарида тонуштурулуп, дунйави алтун медал мукапатиға еришкән. У бу шәрәпләр алдида һәр қандақ қанаәтлиниш вә бошишип қелишлардин халий һалда издиниватқан саһәсигә давамлиқ чоңқурлап, өзниң нәшрдин чиққан йирик илмий тәтқиқат әсири «йашаш сәнити» гә улап, әқил булиқини ечиштики һалқилиқ темилардин аилә һәм хотун-қизлар саһәси бойичә йеңи китабини йазмақта. Бу тәтқиқатчимиз өзниң алаһидә төһписи арқилиқ ш, у, а, р бойичә өзгичә билим саһәсини ачқан алимлар қатаридин орун алди. Исламҗан Шерип ака гәрчә 2005-йили иккинчи сәпкә чекингән болсиму, һелиһәм йезиқчилиқ, тәтқиқат ишлирини қиливатиду. «Ш, у, а, р иҗтимаий пәнләр саһәсидикиләр мунбири» намлиқ журналниң тәһррирлик хизмитини ишләш билән биргә йаш тәһррирләрдин мәруп муһәммәдәмин, һәзрәт ели өз башни тәрбийиләп йетиштүрүватиду. 2006-Йили 5-айда ш, у, а, р иҗтимаий пән саһәсидикиләр бирләшмиси вә қәшқәрдики мәмурлар, зийалийлар қәшқәрдә «алим, төһпикар тәрҗиман Исламҗан Шерип акиниң иҗадийәт илмий муһакимә йиғини» ечишни муһакимә қилди.

Leave a Reply

Your email address will not be published. Required fields are marked *