П

Пошкалчи

①Исим. Пошкал селиш вә уни сетиш билән шуғуллинидиған киши. ②Сүпәт. Көчмә мәнидики сөз. Давамлиқ нәзир-чирағ қоғлап йүридиған, нәзир-чирағниң таамлирини йейишкә адәтләнгән; бикар тамақни йейишкә амрақ: пошкалчи моллам.

Покунчи-Постанчи

①Сөзлигүчи ейтмақчи болған кишиләрниң исмини аташни халимиған йаки уларниң исмини билмигән шараитта шу кишиләрниң исми орнида ишлитилиду: покунчи-пустанчилар ишқа кәлмәптиғу,-дәп сориди мудир. ②Сөзлигүчи ейтишни әп көрмигән һақарәт сөзлири орнида ишлитилиду: сән уни покунчи-пустанчи дәп тиллап йүрсәң болмайду.

Пичир

①Тәқлид сөз. Сөзлигүчи билән аңлиғучиниң өзлирила аңлап башқилар аңлийалмайдиған пәс аваз: қараңғуда болуңда «пичир» қилған аваз аңлинип қалди. ②Исим. Шундақ ейтилған гәп: гәпниң йамини пичир, атниң йамини қечир (мақал).