П

Пурсәтпәрәс

Сүпәт [әрәбчә+парсчә] бирәр мәқситини әмәлгә ашуруш йолида һәр қандақ пурсәтни қолдин бәрмәйдиған, пурсәт күтүп йүридиған, пурсәтниң койиға чүшкән: пурсәтпәрәс адәм. *Һушур гәпдан, интайин пурсәтпәрәс бирнемә иди.

Пул

Исим. [Парсчә«грекчә] ①сода муамилилиридә иқтисад алмаштурушта васитилик рол ойнайдиған, дөләт малийисигә асасән дөләт тәрипидин мәлум дәриҗидә муқим вә бәлгилик иқтисадий қиммәткә игә қилип турақлаштурулған, метал йаки қәғәздин йасалған бәлгә; ақча: қәғәз пул. *Пул дегән қолниң кири (мақал). ②Капитал, мәбләғ: қурулушқа пул аҗратмақ.