П

Пишмақ

Пеил ①өсүп, раваҗлинип истемал қилишқа, ишлитилишкә болидиған, йарамлиқ һалға кәлмәк; йетилмәк (мевәчевә, данлиқ зираәт вә шуниңға охшашлар һәққидә): пишқан қоғун сапиқида турмас (мақал). ②Қоруш, қайнитиш, дүмләш қатарлиқ усуллар арқилиқ истемал үчүн тәййарланмақ: тамақ пишмақ. *Бәрмәсниң еши пишмас, очақ бешидин чүшмәс (мақал). ③Көчмә мәнидики сөз. Бирәр ишқа, саһәгә тәҗрибилик болуп йетилмәк: кәсипкә пишмақ. ④Көчмә мәнидики сөз. Чениқмақ, тавланмақ: бәхтийар сөзләветип, әмгәктә пишқан қатмал қоллири билән саадәтниң пахтидәк ақ, йумшақ қоллирини аста тутти. ⑤Көчмә мәнидики сөз. Қарар қилмақ, бирликкә кәлмәк (мәслиһәт һәққидә): шу кечидә мәслиһәт пишти, черикләр таң атқанда җәңгә атлинишқа пәрман берилди. ⑥Көчмә мәнидики сөз. Йетип кәлмәк; һазирланмақ (вақит, пәйт, шәрт шараит һәққидә): шәрт-шараити пишмақ. ⑦Көчмә мәнидики сөз. Сиңиш болуп қалмақ,...

Давамини оқуң!

Пилә Қурти

«Зоологийә» бир хил һашарат. Личинкиси ақуч күл рәң болиду; үҗмә йопурмиқини йәйду, төт қетим терә ташлайду; мәшүт чиқирип ғозәк һасил қилиду вә униң ичидә қуртқа айлиниду; қурти пилә пәрваниси болуп чиқиду, пәрваниси четишип тухум салғандин кейин өлүп кетиду. Личинкиниң чиқарған мәшүти тоқумичилиқниң муһим хам әшйаси һесаблиниду.