Әркин Сидиқ 1950-йиллириниң ахирлири җуңгода башланған «мәдәнийәт зор инқилаби» ниң қалаймиқанчилиқи һәммә йәрни қаплиған мәзгилләрдә ақсуда туғулған. Балилиқ дәврини Уйғур дийарини ачарчилиқ бесип кәткән мәзгилдә қосиқи тойғудәк тамақ йейәлмәй өткүзгән. Башланғуч мәктәпни «мәдәнийәт зор инқилаби» ниң қалаймиқанчилиқи ичидә Уйғур тилидики ақсу шәһәрлик 4-башланғуч мәктәптә оқуған (бу мәктәп һазир хәнзу мәктәп қиливетилгән ----- муһәррирдин). Оттура мәктәпни «дең шйавпиңни көрәш қилип, ишикни ечип қойуп мәктәп башқуруш» һәрикәтлири боливатқан дәвирдә ақсу вилайәтлик 1-оттура мәктәптә оқуған. Нурғун вақитлири сийасий һәрикәткә қатнишиш вә йеза игилик билимлирини өгиниш, йеза-завутларға берип ишләш билән өткән. Толуқ оттурини пүттүргәндин кейин, ақсу вилайити конишәһәр наһийисидики (һазир онсу наһийиси дийилиду ----- муһәррирдин) бир йезиға «қайта тәрбийә» елиш үчүн беришқа мәҗбур болған. У йәрдә бир йерим йил деһқан болуп ишлигән. Дәл шу чағда җуңгониң дөләт рәһбири дең шйавпиң алий мәктәпләргә оқуғучи қобул қилиш түзүмини ислаһ қилип, алий мәктәп оқуғучилирини имтиһан арқилиқ таллаш түзүмини йолға қойғандин кейин, Әркин Сидиқ 1977-йили 12-айда тунҗи қетимлиқ алий мәктәпкә оқуғучи қобул қилиш имтиһаниға қатнишип, Уйғур тили бойичә елинған имтиһанда пүтүн Уйғур дийари бойичә 2-болған. Һәмдә 1978-йили 2-айда шинҗаң университетиниң радио-електроника кәспигә оқушқа киргән.
Алий мәктәп һайати вә иш излири
Шинҗаң университетида 1-йилидики пәқәт хәнзу тилини өгинидиған «тәййарлиқ басқучи» ни түгәткәндин кейин, Әркин Сидиқ бир тәрәптин башқа оқуғучиларға охшаш кәспий дәрсләрни оқуп, бир тәрәптин һәр хил оқуғучилар хизмитини ишләп, йәнә бир тәрәптин өзлигидин чәт әл тилини өгәнгән. Һәмдә өз үстигә алған мәктәп иттипақ комитетиниң даимий һәйити, мәктәп оқуғучилар уйушмиси (у чағда һазирқидәк оқуғучилар бирләшмиси дейилмәйтти–муһәррирдин) ниң рәиси, Уйғур аптоном район (у а р) луқ йашлар бирләшмисиниң муавин рәиси, у а р лиқ оқуғучилар бирләшмисиниң рәиси, вә мәмликәтлик оқуғучилар бирләшмисиниң муавин рәиси қатарлиқ вәзипиләрни өтигәндин сирт, дәсләпки 2 йил ичидә инглиз тилини мукәммәл өгинип түгәткән. Ахирқи 2 йил йапон тилини өгинип, униң барлиқ грамматикилириниму тамамлиған. Шундақ қилип алий мәктәптики 5 йиллиқ һайати җәрйанида, Әркин Сидиқ хәнзу тили, инглиз тили вә йапон тилидин ибарәт 3 тилни мукәммәл өгинип болған. Оқуш пүттүргәндин кейин, у шинҗаң университетигә оқутқучи қилип елип қелинған. 1983-Йили Әркин Сидиқ шаңхәй қатнаш университетида бир йил електро-магнетикиси вә микро-долқун техникиси бойичә билим ашурған. 1985-Йили 9-айда у а р һөкүмити йапонийидә оқушқа әвәтиш үчүн таллиған йаш алий мәктәп оқутқучилири ичигә Әркин Сидиқ 1-болуп таллинип, йапонийигә оқушқа барған. Һәмдә у йәрдә 1988-йили 4-айғичә икки йерим йил билим ашурған. 1991-Йили чиққан «үрүмчи кәчлик гезити» ниң бир санида Әркин Сидиқниң иш-излири мундақ хуласиләнгән.
«Әркин Сидиқ шинҗаң университети физика факултетиниң 77-йиллиқ оқуғучиси. У, оттура мәктәптики чағлиридила хәнзу тилини өзликидин өгәнгән. Кейин ақсуда шинҗаң бойичә иккинчи (уйғурчә қобул қилиш номур өлчимидә) нәтиҗә билән имтиһанидин өтүп, шинҗаң университетигә киргән. Радио-електроникиси кәспидә оқуған. Өгиниш җәрйанида җапаға чидап, ихлас билән тиришип әла оқуғанлиқтин, мәмликәт бойичә үчтә йахши оқуғучилар үлгиси болуп баһаланған. Мәктәптә елип қелинғандин кейин, йапон тилини өзлигидин өгинип, имтиһан берип йапонийигә оқушқа барған. Тиришип илгириләп йапонийидә өткүзүлгән 72 дөләт оқуғучилириниң нутуқ сөзләш мусабиқисидә төтинчиликкә еришкән. Һазир америкида оқуватиду. Икки йерим йил вақит ичидә у йапон, инглиз тиллирида 19 парчә диссертатсийә мақалиси елан қилди. Бәзи диссертатсийә мақалилири америкидики дунйаниң алий қатлимиға мәнсуп илмий жорналлирида елан қилинди» (1991-йили шинҗаң нәшрийати бесип тарқатқан «дәвр илһамлири» дегән шеирлар топлимидин елинди; бәзи сөзлүкләр түзитилди).
Әркин Сидиқ 1988-йили күздә америкиға берип, америкидики магистирлиқ вә доктурлуқ оқушини давамлаштуриватқан мәзгилдә, йәни 90-йилларда, Әркин Сидиқниң йуқирида хуласилап тилға елинған нәтиҗилиригә асасән, шинҗаң университети пүтүн мәктәп бойичә Әркин Сидиқтин өгиниш паалийитини қанат йайдурған. Һәмдә бу паалийәтни «Әркин Сидиқ һадисиси» дәп атиған. Бу йәрдики «һадисә» бир уйғурниң тәбиии-пән саһәсидә хәлқарадики әң йуқири дәриҗилик илмий тәтқиқат жорнилида тунҗи болуп илмий мақалә елан қилғанлиқи, һәмдә қисқиғинә 2 йерим йил вақит ичидә илмий тәтқиқатта дунйадики әң илғар милләтләрниң бирси болған йапонлуқларниму һәйран қалдуридиған нәтиҗиләрни қолға кәлтүргәнлик һадисисини көздә тутқан иди. Әйни вақитта «Әркин Сидиқ һадисиси» паалийити шинҗаң университетиниң мәктәп қорусидин һалқип чиқип, Уйғур дийаридики башқа алий мәктәпләргиму кеңәйтилгән. 1991-Йили Уйғур дийаридики даңлиқ шаир, шинҗаң Уйғур аптоном райониниң шу чағдики рәиси Төмүр Давамәт Әркин Сидиқни мәдһийиләп «тәңритағ бүркүти әйлиди пәрваз» намлиқ шеирни йазғаниди.
Тәтқиқат вә хизмәт нәтиҗилири
Әркин Сидиқ һазир америкиниң инглизчә «Nasa» дәп атилидиған һава қатнаш вә аләм бошлуқ техникисини башқуруш идарисиниң тармиқидики «JPL» (инглизчә толуқ исми «Jet Propulsion Laboratory») дәп атилидиған дунйаға тонулған бир тәтқиқат мәркизидә алий дәриҗилик оптика инҗинири болуп ишләйду. Бу тәтқиқат мәркизидә путун дунйадики һәр хил милләтләрдин тәркип тапқан 5000 киши бар болуп, уларниң ичидә 1700 дәк техникилиқ хадиминиң доктурлуқ унвани бар, Әркин Сидиқ әнә шу доктурлуқ унваниға игә тәтқиқатчиларниң бири. Бу идарини 1930-йиллири америкиниң калифорнийә шитатидики даңлиқ алий мәктәп – калифорнийә техника институти қурған болуп, «JPL» америкиниң биринчи суни һәмрасини йасап чиқти вә тунҗи қетимлиқ аләм учқурини айға чиқарди. Һазирға қәдәр «JPL» қуйаш систимисидики 8 планетаниң һәммисигә аләм учқури әвәтти.
Әркин Сидиқ өзиниң башланғуч мәктәп, оттура мәктәп вә алий мәктәптики һайатиға асасән, муваппиқийәт қазинишниң төвәндики бир формуласини хуласилап чиққан иди:
Мувәппәқийәт = талант + тиришчанлиқ + пурсәт
Әркин Сидиқниң һайати йуқириқи формуланиң испати билән лиқ тошқан. Бу формуладин башқа, Уйғур миллитигә болған йүксәк дәриҗидики көйүми вә мәсулийәтчанлиқи асасиға қурулған полаттәк ирадә, һич қандақ җапа-мушәққәткә баш әгмәйдиған ғәйрәт-шиҗаәт, тохтимай билим өгинидиған, өзигә интайин йуқири тәләп қойидиған вә тохтимай алға илгириләйдиған изчил ипадиси билән, Әркин Сидиқ пүтүн дунйа җамаитигә йәнә бир нәрсини испатлиди: башқилар қилалиған ишни уйғурларму қилалайду. Әркин Сидиқ бу бир пакитни һазирму давамлиқ испатлимақта. Униң қиливатқан кәспи тәбиии-пән вә енженирлик саһәсидики әң қийин кәсипләрниң бирси турупму, у һазирғичә әң йуқири дәриҗилик хәлқара илмий тәтқиқат йиғини вә жорналлирида 60 парчидин көп илмий мақалә елан қилған. У һазир NASA-JPL дә шуғуллиниватқан ишларниң мутләқ көп қисми америка дөләт мәхпийәтликигә йатидиған ишлар болуп, улар тоғрисида идарә сиртида сөзләшкә, йаки у тоғрисида илмий тәтқиқат мақалиси елан қилишқа рухсәт қилинмайдиған болсиму, дунйави техника саһәсидә өзиниң хизмәт вақтиниң пәқәт 20 пирсәнтидә елип барған илмий тәтқиқати бойичә, 2006-йили бир йил ичидила, хәлқарадики әң йуқири дәриҗилик илмий тәтқиқат жорнилида у җәмий 3 парчә илмий мақалә елан қилди. NASA ниң «инсанийәтниң мәнбәси программиси» (инглизчә «Origins Program») дәп атилидиған бир программиси бар болуп, бу программиниң нишани төвәндики үч соалға җавап тепиш икән:
1. Биз (инсанлар) нәдин кәлдуқ?
2. Биз каинатта йалғузму?
3. Биз нәгә баримиз?
Әркин Сидиқ һелиқи үч илмий мақалисини йазған тәтқиқат йуқириқи 2-соалға җавап тепиш йүзисидин елип бериливатқан тәтқиқатиниң бир қисми болуп, йеқинда униңдин башқа йәнә 2014-йили аләм бошлуқиға чиқирилидиған «James Webb аләм телескопи» ниң тәтқиқатиғиму қатнишишқа башлиған.

Әркин Сидиқ бир кәмбәғәл, аддий Уйғур аилисидә туғулуп, Уйғур дийаридики әң җапалиқ турмушларни баштин кәчүрүп баққан. Уйғур дийаридики әң җапалиқ ишларни қилип баққан. Мәсилән, башланғуч мәктәпкә кириштин бурун, у йезида калиға минивелип хаман тәпкән. Башланғуч вә оттура мәктәптә оқуватқан мәзгилдә йезида ешәк вә кала һарвиси һәйдәп, етизлиққа оғут тошиған. Кала сөрәйдиған қошни һәйдәп йәр ағдурған. Кала сөрәйдиған сөрәмдә йәргә сөрәм салған. Буғдай, қонақ, вә көктат териған. Калиға сөритип, қича вә зиғирлардин май чиқиридиған җувазда май тартқан. Кечичә түгмәндә ухлап, түгмәндә ун тартқан. Қонақ йилтизиға топа йөлигән. Шаллиқта майса тиккән вә шаллиқта от отиған. Орғақта буғдай, шал вә қонақ ориған. Вә башқилар. У һазир дунйадики әң йуқири дәриҗилик бир илмий тәтқиқат орнида, аләм бошлиқида туруп, пүтүн каинатни көзитиш учун ишлитилидиған аләм телескоплириниң тәтқиқати билән шуғуллиниватиду.











