Ғәнизат Ғәйурани

Уйғур қамуси

Ғәнизат Ғәйурани (1930-2007) кәлпин наһийәсидә туғулған. 1948-Йилидин 1950-йилиғичә шинҗаң дарилфонунида оқуған. 1950-Йилидин 1953-йилиғичә сабиқ өлкилик 2-дарилмуәллиминдә оқутқучи болған. 1953-Йилидин 1955-йилиғичә шинҗаң хәлқ нәшрийати Уйғур дәрслик гурупписиниң башлиқи болған. 1955-Йилидин 1957-йилиғичә мәркизий милләтләр институтиниң тилшунаслиқ синипида оқуған. 1957-Йилидин 1962-йилиғичә «шинҗаң гезити» идарисидә муһәррир, мухбир болуп ишлигән. 1962-Йилидин 1966-йилиғичә үчтурпан наһийәлик 1-оттура мәктәптә оқутқучилиқ қилған. 1980-Йилидин башлап, шинҗаң Уйғур аптоном районлуқ тил-йезиқ комитетида тил тәтқиқати билән шуғулланған.

Ғәнизат Ғәйурани 1949-йили «шинҗаң гезити» дә елан қилинған бир түркүм шеирлири билән иҗадийәт сепигә киргән. Униң «тарим бойида», «һайат қошиқи» қатарлиқ шеир топламлири, «болди қил» намлиқ фелйәтон вә сатиралар топлими, «100 рубаий» намлиқ рубаийлар топлими нәшр қилинған.

Ғәнизат Ғәйураниниң тил тәтқиқат вә нәшрийатчилиқ саһәсидики төһписиму алаһидә гәвдилик. Азадлиқтин кейин у тунҗи болуп түзгән башланғуч мәктәпләрниң елипбә, тил, математика қатарлиқ дәрсликлири вә толуқсиз оттура мәктәпниң гирамматика дәрслики (1-қисим) шинҗаң хәлқ нәшрийати тәрипидин нәшр қилинип шинҗаңдики Уйғур мәктәплиридә дәрслик қилип оқутулған. Униң қатнишиши вә мәсул муһәррирликидә түзүлгән алтә томлуқ «Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити» 1990-, 1999-Йили Милләтләр Нәшрийати тәрипидин, бир томи 1999-йили шинҗаң хәлқ нәшрийати тәрипидин нәшр қилинған. Бу луғәтниң 1-томи 1991-йили шинҗаң Уйғур аптоном райони бойичә пәлсәпә-иҗтимаий пән әсәрлирини баһалашта 1-дәриҗилик мукапатқа еришкән. Униңдин башқа, йәнә «Һазирқи заман Уйғур тилиниң имла қаидиси вә имла луғити», «Һазирқи заман Уйғур әдәбий тилиниң имла вә тәләппуз луғити» Қатарлиқ көплигән луғәтләрни түзүшкә вә бекитишкә қатнашқан. 1992-Йили дөләт ишлири мәһкимиси тәрипидин алаһидә тәминаттин бәһримән болғучи мунәввәр мутәхәссис болуп баһаланған.

Leave a Reply

Your email address will not be published. Required fields are marked *