Халмурат ғопур 1960-йили үрүмчи шәһиридә оқутқучи аилисидә туғулған болуп, у кичикидин хәнзу тили мәктипидә оқуған. 1982- Йили әла нәтиҗә билән шаңхәй җуңйи иниститотини пүттүргән. Мәктәп тәшкили уни мәктәпкә елип қелишни қарар қилған болсиму қан-қениға сиңип кәткән ана йурт сөйгүси, шинҗаң билән шаңхәй оттурсидики мәдәнийәт, иқтисад вә башқа җәһәтләрдики чоң пәриқни түгитиш үчүн у йәнила өз йуртиға- тәңритағ етикигә қайтип кәлди. Халмурат ғопур қайтип кәлгәндин кейин тәшкилниң тәқсиматиға аңлиқ бойсунуп, аптоном районлуқ җуңйи дохтурханисиға орунлашти. Мәктәп дәрвазисидин әмдила чиқип, җәмийәттин ибарәт бу шавқунлуқ дәрйаға шуңғуған халмурат ғопур әмәлий хизмәт давамида нурғун қийинчилиқларға дуч кәлди. Хизмәт давамида у билим сәвийисини давамлиқ йеңилимиса болмайдиғанлиқини һес қилип 1985- йили шинҗаң тиббий иниститоти ғәрпчә давалаш нәпәс йоли ички кесәлликләр бөлүминиң магистирлиқ унвани үчүн оқуйдиған аспирантлиққа имтиһан берип өтти. Оқуш җәрйанида у инглизтили вә рос тилини өзликидин өгәнди. 1988- Йили у дөләт маарип комитети тәрипидин елинған чәт әлгә чиқип оқуш имтиһанидин өтүп сабиқ совит иттипақи ленингирад тиббий иниститотиға кандидат доктурлуқ унванини елиш үчүн оқушқа барди. У 1983- йили җуңго-совет оттурсидики оқуғучи алмаштуруп оқутуш келишими әслигә кәлтүрүлгәндин кейин барған тунҗи җуңголуқ шундақла Уйғур оқуғучи иди.
1993-Йилдин башлап сан-петербург тиббий университети доктур йетәкчиси, шаңхәй җуңйи дорилири университети кандидат доктур йетәкчиси, шинҗаң җуңйи иниститотиниң професисори, хәлиқара әнәниви мидетсина җәмийитиниң әзаси, шинҗаң миллий тебабәтчилик илмий җәмийитиниң даимий һәйити болған. Җуңйиниң «хәпрук болмиса дими сиқилмайду» Уйғур тибабитиниң «нәзлилик зиққини давалаш нәзәрийиси» вә мидетсинадики «нәпәс йолидики аста характирлик кесәлликләр нәзәрийиси» гә асаслинип «зиққидики биологийилик кәмлик нәзәрийиси» ни оттурға қойған. Бу нәзәрийә асасида зиққа 1- номурлуқ дорисини йасап чиқип, клинкида давалап көрүнәрлик үнүмгә еришкән. Чәт әлдә оқуватқанда «җуңго тибабәтчиликидики сир», «җуңйи дорилири вә канайчидики зиққа кесили» қатарлиқ бәш парчә әсәр йазған, булар мустәқил дөләтләр гәвдисидики дөләтләрниң тиббий алий мәктәплиридә синақ дәрислики қилинип қоллинилған. Дөләт ичидә җуңйи, Уйғур тибабити, мидетсинани бирләштүрүш нәзәрийисини тунҗи қетим оттурға қойуп, шинҗаңдики үч тәрәпни бирләштүргән тәтқиқат орни вә давалаш мәркизини қуруп чиққан. Бурун бир нәччә дөләтлик тәтқиқат темиси билән шуғулланған, росийә, германийә билән һәмкарлишип «аспирин зиққа» тәтқиқатини елип барған һәмдә чәт әллик оқуғучиларни тәрбийлигән.
Халмурат ғопур хәлқара алий маарип пәнләр академийәсиниң академики болди
Шинҗаң теббий университетиниң пирофессори халмурат ғопур мурәккәп кесәлликләрни җуңйи-ғәрб-Уйғур тебабәтчиликини бирләштүрүп тәтқиқ қилиштәк йеңи саһәни ечип, елимиз вә әтраптики әлләрниң әнәнивий тебабәтчиликини теббий илим-пән билән бирләштүрүш тәтқиқати вә маарип ишлири тәрәққийатиға зор төһпә қошқанлиқи үчүн, йеқинда хәлқара алий маарип пәнләр академийәсиниң академикликигә сайлинип, елимиздин чиққан академикләр гу чавхав, җав дапеңлардин кейин 12-болуп мәзкур катта шәрәпкә еришкән алим болуп қалди.

У мәзкур шәрәпкә еришиштин аввал, санкит петирборг павлов теббий университети тәрипидин пәхрий пирофессорлуқ шәрипигә, москива педагогика университети тәрипидин һайатлиқ илмий пәхрий пирофессорлуқ шәрипигә наил болған; естонийә балтиқ деңизи әнәнивий тебабәтчилик илмий җәмийитиниң пәхрий җәмийәт башлиқи болуп сайланған; йеқинда америка, русийәләрдә инглизчә вә русчә нәшр қилған «зиққа кесәллики илмий», «шаңхәнлүн-русчә шәрһийси», «Уйғур тебабәтчиликидики хилит нәзәрийәси вә давалаш илми» қатарлиқ әсәрлири хәлқарада наһайити йахши тәсир қозғиған иди.

Пирофессор халмурат ғопур җуңго вә сабиқ совет иттипақиниң өзара оқуғучи алмаштуруп оқутуш келишими әслигә кәлгәндин кейин, елимиз бойичә тунҗи болуп сабиқ совет иттипақида оқуп докторлуқ унваниға еришкүчидур. У һазир елимиз вә әтраптики әлләрдә бирқәдәр зор тәсиргә игә теббий мутәхәссис-алим. У илгири-ахири болуп русийә, оттура асийадики һәрқайси дөләтләр, германийә вә җуңго шйаңгаң қатарлиқ дөләт вә районларға берип, 200 қетимдин артуқ кесәл давалаш, лексийә сөзләш вә илим алмаштурушларда болди. Һазирғичә, җуңго вә чәт әлликләрдин болуп 24 нәпәр пост доктор, 47 нәпәр доктор, 117 нәпәр хәлқаралиқ аспирант тәрбийәлиди; 20 дин артуқ дөләт дәриҗилик тәтқиқат түригә йетәкчилик қилип мувәппәқийәтлик тамамлиди; мәмликәтлик пән-техникида илгириләш мукапати қатарлиқ 20 дин артуқ пән-техника мукапатиға еришти; 20 парчидин артуқ илмий әсирини дөләт ичи-сиртида хәнзучә, инглизчә, русчә нәшр қилдурди, елан қилған SCI илмий мақалиси 80 парчидин артуқ болуп, илмий мақалилири 30 нәччә дөләт вә районлардики тәтқиқатчилар тәрипидин пайдилинилди.
Пирофессор халмурат ғопур елимиздики тунҗи дөләтлик җуңйи-Уйғур тебабәтчилики килиникилиқ тәтқиқат базисини бәрпа қилғучи, тунҗи маарип министирлиқиниң җуңйи-Уйғур-ғәрб тебабитини бирләштүрүш тәтқиқати бойичә өлкә-министирлиқ бирлишип қуридиған нуқтилиқ тәҗрибихана вә «чаңҗйаң алими вә йеңилиқ йаритиш коллектипи пилани» ға киргән йеңилиқ йаритиш коллектипини қурғучи, тунҗи болуп шинҗаңдин чиққан «мәмликәт бойичә көзгә көрүнгән йашлар илим-пән фонди» ға еришкүчи.
Пирофессор халмурат ғопур вәтәнгә қайтип кәлгән 22 йилдин буйан, барлиқини теббий тәтқиқат, теббий маарип ишлириға беғишлап, наһайити зор нәтиҗиләрни йаратти һәм катта шан-шәрәпләргә еришти. Башқилар һәр қетим униң қазанған шан-шәрәплирини пәхирлиниш ичидә тилға елип тәрипләшкинидә, у: « улуғ вәтиним болғачқила мушундақ шан-зәпәрләрни қучалидим. Мән чоқум йаратқан нәтиҗә-утуқлирим арқилиқ вәтинимгә җаваб қайтурушум керәк» дәйду.
Хәлқара алий маарип пәнләр академийәси ( International Higher Education Academy of Sciences,IHEAS ) дунйа илим-пән ортақ гәвдиси (World Scientific Community) ниң әзаси болуп, 1992-йили қурулған, баш иштаби москивада. Мәзкур академийәдә һазир 1000 нәпәр алим вә мутәхәссис бар болуп, буниң ичидә 35 дөләттин кәлгән 800 нәпәр академик, нобел мукапатиға еришкүчиләр, һәрқайси дөләтләрдики маарип тәшкилатлириниң мәсуллири, алий мәктәпләрниң мудирлири, шундақла 130 нәпәр җәмийәт вәкиллири бар.Мәзкур академийә илим-пәнгә даир учурларни йиғиш, тәвсийә қилиш вә хәлқаралиқ пиланларни баһалап анализ қилишқа охшаш хизмәтләрни ишләйду.
Мәнбә: тәңритағ уйғурчә тори
Вақти: 2015.04.27











