Җалалидин Бәһрам 1942-йили 8-айниң 16-күни Уйғур дийариниң ғулҗа шәһридә һөнәрвән (тиккүчи) аилисидә дунйаға кәлгән. Униң атиси бәһрам әпәнди уста һүнәрвән болупла қалмай, бәлки или нахшилирини һәқдадиға йәткүзүп ейтидиған хәлқ нахшичиси һәм рәссам иди. У мәрипәтпәрвәр адәм болуп, хуш-пеиллиқ вә чақчақчилиқ билән алаһидә көзгә ташлинип туратти. У зерәк һәм тетик чоң болуватқан оғлиға хәлқ -чөчәклири вә дастанлирини чоңқур һессийат билән сөзләп берәтти. Шундақла униңға һәрхил рәсимләрни көрситип, рәссамлиқниң сеһри-күчини тәрипләйтти. Шуңа, Җалалидин Бәһрам: «мениң йумран қәлбимгә әдәбийат-сәнәт уруқлирини чечип, рәссамлиқ вә әдәбийат бихлирини йетиштүргән атамни һәр даим мәмнунийәт билән әсләймән…» дәйду.
Оқуш вә хзмәт һайати
Җалалидин Бәһрам 1950-йилдин 1954-йилғичә ғулҗа шәһиридики «рошән» башланғуч мәктипидә, 1954-йилдин 1957-йилғичә или оттура мәктипидә оқуған. Рәсим куржуки, әдәбийат куржуки қатарлиқларға қатнишип, мәктәпниң тәшвиқат тахтилирида тунҗи қетим балилиқ һессийати билән йазған шеерлирини елан қилған. 1957-Йили үрүмчигә оқушқа келип, 1958-йилғичә милләтләр иниституниң рәсим синипида оқуған. 1958-Йили сәнәт иниститути қурулғандин кейин, 1958-йилдин 1961-йилғичә сәнәт иниститутиниң рәсим кәспи синипида оқуған.
Җалалидин Бәһрам хизмәткә қатнашқандин кейин, 1961-йилдин 1976-йилғичә хотән наһийисиниң сәйшәнбә базар оттура мәк-типидә оқутқучи болуп ишлигән. 1976-Йилдин 1981-йилғичә хотән наһийилик мәдәнийәт йуртида хизмәт қилған. 1981-Йилдин башлап хәлқ нәшрийатиниң гүзәл-сәнәт бөлумидә мудир муһәррирлик хизмитини өтигән.
Иҗадий һайати
Җалалидин Бәһрамниң әдәби иҗадийәт паалийити 1963-йилдин башланған. У дәсләптә кичик типтики сәһнә әсәрлирини йазған. Лекин, 1966-йили «мәдәнийәт инқилаби» башлиниш биләнла, униң «өмүр хатирилири» қатарлиқ повестлири һәмдә сақлап кәлгән әтиварлиқ китаплири булап кетилгән вә наһийиниң гүлбағ рәстисидә көйдүрүлгән. «Мәдәнийәт инқилави» дәп аталған апәтлик йилларниң боранлирида, «үшшүк тәгкән» вә «қошкөл»ләрдә ишләшкә сүргүн қилинған.
Җалалидин Бәһрам Уйғур йазғучилар ичидә әң көп роман йазған вә Уйғур романчилқиниң тәрәққийатиға зор төһпә қошқан йазғучилардин бири. Җалалидин Бәһрамниң әдәбий иҗадийәт паалийити 1963-йили, у 21 йаш вақтида рәсмий башланған. Шуниңдин тартип һазирғичә у он парчә һекайә, повестлар топлими (10китаб),14 роман (21 парчә китаб), 16 теливезийә филими (һәммиси филим қилип ишләнгән), җәмий 29 китаб, 16 телевезийә синарийиси йазған.
Булардин башқа у йәнә, «қәдимки Уйғур овчилири», «Молла Муса Сайрами», «фараби»… қатарлиқ нәччә он парчә надир рәсимләрни сизған. «Уйғурчә, қазақчә, қирғизчә, моңғулчә, шибәчә 500 парчидин артуқ китабниң муқависини лаһийлигән вә миңлиған қистурма сүрәт, көнчик, нәқишләрни ишлигән» (йазғучилар мәҗмуәси» 2006-йиллиқ 1-сан). Униң «манас» дастаниниң муқависи қатарлиқ бир қанчә рәсим әсири мукапатларға еришкән, «ана меһри» намлиқ һекайиси 11-нөвәтлик «хантәңри әдәбийат мукапати» ға еришкән, бирқанчә парчә әсири оттура-башланғуч мәктәп оқуғучилириниң тил-әдәбийат дәрисликлиригә киргүзүлгән.
Әдәбийат иҗадийити һәм гүзәл-сәнәттин ибарәт әдәбийат-сәнәтниң қош түридә мол-һосул бериватқан иқтидарлиқ йазғучи, талантлиқ рәссам, кандидат али муһәррир, җуңгу аз санлиқ милләт йазғучилири илми җәмиийитинң әзаси, җамаәт әрбаби Җалалидин Бәһрам 2019-йили 5-айниң 16-күни, 77 йешида вапат болди.











