Арида

Рәвиш ①оттурисида, ичидә: базар күни мал базиридики адәмләрниң көплүкидин арида қелип, алдимда кетиватқан һәмраһлиримни йоқитип қойдум. ②Вақитта, вақит ичидә, күнләрдә, пурсәттә: машина ишик алдиға келип тохтиди, шу арида турсунму йетип кәлди .③Шуниңдин етибарән, бу җәрйанда: оқ тегип йиқилип, һошумға кәлсәм, дохтурханида йетиптимән. Арида қанчилик вақит өткәнликини билмәймән.

Аричилимақ

Пеил ①җедәллишип тутушуп қалғанлар йаки челишқанларниң арисиға кирип, тутувелип айривәтмәк, арилашмақ: сәкрәп турған сақчи һүсәйнәмгә бир качат салди, униңғичә башқилар аричилап урғузмиди. ②Арилап маңмақ, ариси билән маңмақ: у «бу йолда меңиш хәтәрлик» дәп, йирақ болсиму аричилап меңип кәтти.

Армийә

Исим [русчә«франсузчә»«латинчә»]«һәрбий ишлар» ①дөләтни қоғдашни зиммисигә алған қораллиқ қошун: хәлқ азадлиқ армийиси. ②Бир йаки бирнәччә қошун түрлириниң қошулмиси: 1-йөнилиш армийә. Йеңи 4-армийә.

Арман

Исим [парсчә] ①әмәлгә ашмиған арзу истәк йаки вақтида қилинмиған ишлар түпәйлидин көңүлдә қалған өкүнч, пушайман, һәсрәт, надамәт:-қизим һайатла болса, униң билән дидарлишип өлүп кәтсәм арминим йоқ иди,-деди у езилип. ②Арзу, үмид:-көзүмниң очуқида дадамни вә қовм-қериндашлиримни бир көрсәм дегән арминим бар,-деди униң хотуни.