Аруз

Исим [әрәбчә] «әдәбийат» шеир түзүлүшидә, узун вә қисқа боғумларниң мәлум тәртиптә алмишип келишигә асасланған вә Уйғур классик шеирийитидә кәң қоллинидиған вәзин системиси: аруз вәзнидә йезилған шеир.

Арилимақ

Пеил ①арисидин, оттурисидин, ичидин өтмәк, айланмақ, кәзмәк; көздин кәчүрмәк: батур қатар орундуқларни арилап өтүп, йолвас шуҗиниң қешиға кәлди. ②Четилма рәвишдаш шәклидә келип «мәлум вақитни өткүзүп, анда-санда, бәзи-бәзидә» дегән мәниләрни билдүриду: уссулчилар уссул ойнашти, арилап тансиға чүшкүчиләрму болди .③Аҗратмақ, тосмақ, бесиқтурмақ: идрис ғ сулайманниң йақисиға есилди. Бу вақитта йақуп йүгүрүп келип, уларни арилиди.

Арилиқ

1. ①Исим. Нәрсиләр оттурисидики җай, мусапә, бошлуқ: улар чәшләрниң әтрапиға арилиқини бир гәздәк қалдуруп адәм бойи мәңгән дөвилиди. ②Исим. Икки вәқә, һадисә йаки пәйт оттурисидики вақит, пурсәт: шам билән хуптән арилиқида өйигә қайтип кәлгән қасим йәнә алдинқи күнгә охшаш қапиқини ачмастин таңни атқузди .③Сүпәт. Оттура: арилиқ һадисә. Арилиқ меңә.

2. Исим. Пара: арилиқ бәрмәк.

Арилашмақ

Пеил ①бир-биригә қошулмақ, бирләшмәк, бирикмәк: һәсән бовай өз вақтида қечирни тохтатқан болсиму, он җиңдин артуқ уруқ йумшақ топиға арилишип, йәрдә чечилип йататти. ②Башқиларниң сөзигә сөз қатмақ, ишиға қатнашмақ:-йақ, балилирим, мән буниңға қошулмаймән,-дәп арилашти давут акам. ③Алақә қилмақ: йашлиқим түрмә вә тарим әмгики билән өтүп кәтти, қириқ нәччә йашлиқ адәм болғинимдила җәмийәткә арилаштим. ④Барди-кәлди қилмақ, мунасивәт бағлимақ

Арилашма

①Сүпәт. Иккидин артуқ охшаш болмиған нәрсиләрдин тәркиб тапқан: арилашма оғут. Арилашма мадда. Әтраптики манта санаш, меһман чақиришлар билән қиңрақ, саплиқларниң арилашма авазлири уларниң арамини бузуп туратти. ②Исим. Түрлүк нәрсиләрниң, маддиларниң бирикишидин, қошулушидин һасил болған мәһсулат: улар полат, чойун вә башқа арилашмиларни һәр хил нисбәттә тәңшәп синақ қилишқа башлиди.