Архип

Исим [русчә«латинчә»] бирәр идарә, тәшкилат вә шәхсләрниң иш-паалийити вә омумий әһвалиға алақидар болған, түргә айрилип вә системилаштурулуп сақлинидиған һөҗҗәт, хәт-чәк вә фото-сүрәт қатарлиқ материйаллар: разведка әмәлдари архип ичидин лутпулла билән гүлбаһар йезишқан хәтләрни суғурувелип синчилап қарашқа башлиди.

Арча 1

Исим «ботаника» арча аилисидики даим көкирип туридиған дәрәх. Егиз өсиду, кичик шахлири түз, төвәнгә саңгилап туриду: йопурмиқи тәңгичә шәклидә болуп мевиси шарсиман, йағичи пурақлиқ һәм бәк чиң болиду; қурулушқа материйал қилиниду.

Артуқчә

①Сүпәт. Бәлгилик миқдардин көп, ошуқ: артуқчә пул. Артуқчә хираҗәт. Артуқчә вақит. У артуқчә һайаҗанлинип кәткәнликтин болса керәк, авази титрәйтти. ②Сүпәт. Керәксиз, пайдисиз:-бу гәплириңиз артуқчә,-деди әкбәр очуқ көңүллүк билән.

Артуқчилиқ

И ①еһтийаҗидин ошуқ һаләт, зийадилик: йаз вақти болсиму, сәпәргә қелинрақ кийим еливелиш артуқчилиқ қилмайду. ②Алаһидә тәрәп, алаһидилик, нәтиҗә: кишиниң артуқчилиқини кишигә дә, өзигә демә, кишиниң кәмчиликини өзигә дә, кишигә демә (мақал).