Артмақ

1. Пеил ①көпәймәк, ашмақ: 4-синиптин башлап, балиларниң игилигән билими йилдин-йилға артип бариду. ②Көчмә мәнидики сөз. Күчәймәк, өрлимәк, өсмәк: чөмүп чәксиз шадлиқ қойниға, өз йуртиға маңди у қайтип. Тағ-даванлар қалғанчә кейин, хушаллиқи баратти артип .③Мәлум бир чегра, миқдар йаки чәктин ашмақ, өтмәк: бу баһа әслий баһасидин он пирсәнт артип кетипту.

2. Пеил ①йүкни трансипорт васитисиниң үстигә, ичигә җайлаштурмақ, йүклимәк: синимиған атқа йүк артма (мақал). ②Көчмә. Зиммисигә йүклимәк, бойниға қоймақ, таңмақ: мәсулийәтни артмақ.*Шөһритиң-шаниң үчүн боғдани сән артсаң маңа. Дәс туруп қәддимни пүкмәй, мәнзилиңгә көтүрәй .③Көчмә. Дөңгимәк, иттирип қоймақ: қарап туруп өзи қилған ишни башқа адәмгә артип қойса боламду?

Арпихан

Исим «ботаника» башақлиқлар аилисидики бир йиллиқ, саман ғоллуқ өсүмлүк. Шәкли арпиға охшап кетиду, йопурмиқи сәл узун, гүли кичик башақсимақ гүл ретигә кириду; башиқи төвәнгә саңгилиған һаләттә өсиду, рәңги йешил келиду; чарвичилиқта йәм-хәшәк қилиниду.

Арпибәдийан

Исим [ арпа+бәдийан ] «ботаника» ①күнлүксиман гүллүкләр аилисидики көп йиллиқ саман ғоллуқ өсүмлүк. Гүли мурәккәп күнлүксиман гүл ретидә болуп, рәңги сериқ келиду; уруқи дора қилиниду. ②Мушу өсүмлүкниң уруқи.

Арпа

Исим «ботаника» ①башақлиқлар аилисидики бир йиллиқ, саман ғоллуқ өсүмлүк. Йопурмиқи кәң һәм йипсиман болиду, дениниң шакилида узун қилтириқи болиду. У бир хил ашлиқ зираити болуп үндүрмисидин пива вә арпа шекири ишләшкә болиду. ②Мушу хил өсүмлүкниң дени.