Апирин

Исим [парсчә] бирәр ишниң көңүлдикидәк болғанлиқи, беҗирилгәнлики үчүн рази, мәмнун, қайил болғанлиқини ипадиләйдиған алқиш сөзи: апирин ейтмақ. Апирин оқумақ.*Сизниң кәң қорсақлиқиңизға апирин! Хош, әмди қандақ қилмақчимиз?

Апиридә

Исим [парсчә] «болмақ, қилмақ» йардәмчи пеиллар билән келип «төрәлмәк, пәйда болмақ; төрәлдүрмәк, пәйда қилмақ» дегән мәниләрни билдүриду: сән билән мән мушу аләм апиридә болғандин тартип, бир-биримизни йетәрлик билишимиз. *-Әй бәхтлик йигит, сени бу аләмгә апиридә қилған атаң ким? Анаң ким?-Дәп сорапту бовай.

Апла

Имлиқ сөз ①күтүлмигән вәқә-һадисидин тәәҗҗүплиниш вә пушайман қилишни ипадиләйду: апла, хошлишалмай қаптимән-дә. ②Ечиниш, қайғуруш, һесдашлиқни ипадиләйду:-апла!-Дәвәтти зәйнәп чоңқур ечинған һалда,-әтийазда қурғақчилиқ, күздә болса су апити .③Ғәзәп, хапилиқни билдүриду:-апла!-Дәпту отунчи ғәзәп билән чишини чишләп.

Апқут

Исим. Көн вә хурум қатарлиқлардин тикилгән айағларниң пашна үстидики таш билән әстәр арисиға елинидиған қатурма, көпинчә, тарша йаки қейиш чәмдин ишлиниду: өтнигә лапқут, өтүккә апқут (мақал).

Апрел

Исим [русчә<латинчә>] <астрономийә> ①бу қәдимки рим христианчилириниң каттивашлиридин бириниң исми. У миладийә календарини түзүшкә қатнашқанлиқи үчүн бу ай шуниң нами билән аталған. ②Миладийә календари бойичә 4-ай.