Аву

Алмаш. Сөзлигүчи ишарәт қилған өзидин йирақтики шәйини ипадиләйду йаки айрип көрситиду:-у попкисини маңа берипла аву тәрәпкә йүгүрүп кәтти, -деди халидәм беши билән акиси кәткән тәрәпни ишарәт қилип.

Авғуст

Исим [русчә«латинчә»] ①қәдимки рим падишаһлиридин (папалиридин) бириниң нами. У миладийә календарини түзүшкә башламчилиқ қилғанлиқи үчүн 8-айни шуниң намида атиған. ②Миладийиниң 8-ейи.