Раһилә Давут

Раһилә Давут

Раһилә Давут (Rahile Dawut) 1966- йили 5- айда үрүмчидә зийалий аилисидә туғулған. 1983- Йили 9- айдин 1987- йили 7- айғичә шинҗаң университетиниң әдәбийат факултетида толуқ курста оқуған. 1987- Йили 9- айдин 1990- йили 7- айғичә шинҗаң университети әдәбийат факултетида хәлқ еғиз әдәбийати кәспи бойичә аспирантлиқта оқуған. 1994-Йили 9- айдин 1995- йили 7- айғичә бейҗиң педагогика университетида билим ашурған. 1995- Йили 9- айдин 1998- йили 7- айғичә бийҗиң педагогика университетида фолклор кәспи бойичә доктор аспирантлиқта оқуған вә «уйғурларниң мазар мәдәнийити үстидә тәтқиқат» намлиқ докторлуқ диссертатсийәсини мувәппәқийәтлик тамамлап, докторлуқ унваниға еришкән. 1998- Йилидин башлап, шинҗаң университети филологийә институтида оқутқучи болуп ишлигән. 1999- Йили дотсентлиқ унваниға еришкән. 2002- Йили фолклор илми бойичә магистир аспирант...

Давамини оқуң!

Халидә Исраил

Халидә Исраил

Халидә Исраил, 1952- йили 10- айда қәшқәр шәһридә туғулған. 1959- Йилидин 1969- йилиғичә ақсу, хотән қатарлиқ җайларда башланғуч, оттура мәктәпләрдә оқуған. 1971- Йилидин 1972- йилиғичә «хотән гезити» дә ишлигән . 1972- Йилидин 1975- йилиғичә сабиқ мәркизий милләтләр иниститотиниң тил факолтитида оқуған. Оқуш пүттүргәндин кейин «шинҗаң гезити» идарисигә тәхсим қилинған. Һазир шу орунда муһәррир болуп ишләватиду. Һазирғичә Халидә Исраилниң «қумлуқ чүши», «таш шәһәр» қатарлиқ һекайә- повестлар топламлири нәшир қилинған. Халидә Исраил 1985- йилдин башлап әдәбий иҗадийәткә киришкән. У гойа бирдинла бәрқ уруп чечәклигән баһар гүлидәк наһайити қисқа вақит ичидила өзиниң аз, әмма саз болған, китабханлар қәлбини ләрзигә салалиған әсәрлири билән әдәбийатимиз мунбиридә өзигә мунасип орун алди. У 1985- йили елан қилған тунҗи һекайиси...

Давамини оқуң!

Зулпиқар Барат Өзбаш

Зулпиқар Барат Өзбаш

Зулпиқар Барат Өзбаш 1975- йили ақсу учтурпан наһийисидә туғулған. 1992- Йилидин 1996- йилиғичә шинҗаң университетиниң җуңго тиллири факултетида оқуған. Оқуш пүттүргәндин кейин аптоном районлуқ дөләт баҗ идарисиниң тәрҗимә башқармисида тәрҗиман, сабиқ «шинҗаң баҗ ишлири» журнилида тәһрир вә мәзкур идариниң «баҗ кадирлирини тәрбийәләш мәркизи» дә оқутқучи болуп ишлигән. У әдәбий тәрҗимигә 1992- йили алий мәктәптә оқуватқан мәзгилидин башлап киришкән болуп, җуңгу вә чәт әл әдәбийатидики көплигән даңлиқ әсәрләрни тәрҗимә қилип тонуштурған вә әдәбий тәрҗимә маһарити һәққидә чоңқур издәнгән. У тәрҗимә қилған әсәрләрниң тили интайин раван, йеқишлиқ, пасаһәтлик, чүшинишлик болуп, оқуған кишигә ана тилда йезилғандәк туйғу бериду. У әдәбий тәрҗимини дәсләптә хәнзу әдәбийатидин башлиған болуп, «тухумәк дәрихи астида», «сесиқ пайпақ мода болған...

Давамини оқуң!

Турғун Алмас

Турғун Алмас

Турғун Алмас 1924- йили 10- айниң 30- күни қәшқәр конишәһәр наһийиси дөләтбағ йезисиниң тарбоғуз кәнтидә намрат аилидә дунйаға кәлгән. У 1934- йилидин 1939- йилиғичә, булақсу райони өркәш йеза башланғуч мәктипи билән қәшқәр конишәһәрдики нурбеши башланғуч мәктипидә оқуди. 1939- Йили 9- айдин 1942- йили 8- айғичә, үрүмчидики сабиқ өлкилик педагогика мәктипидә, 1956- йили 6- айдин 1957- йили 6- айғичә, лушүн әдәбийат институтида оқуди. Дәсләпки һайати вә иҗадийәтлири Турғун Алмас 40- йиллардин башлапла рус, франсуз, инглиз классик йазғучилири вә совет йазғучилириниң әсәрлири билән тонушушқа башлиған болуп, униң иҗади паалийитиму ашу йилларда башланған. Турғун Алмасниң иҗадий паалийити шеирийәттин башланған болуп, 1941- йили елан қилған «қайтмаймиз» намлиқ шеири шаир иҗадийитиниң тунҗи мевиси һесаблиниду. Турғун Алмас 1942- йили 8-...

Давамини оқуң!

Шерингүл Йунус

Шерингүл Йунус

Шерингүл Йунус 1989- йили 12- айда қомул шәһәрлик палвантур йеза дөрбәҗин йоқири мәһәллә кәнтидә деһқан аилисидә дунйаға кәлгән. Башланғуч вә толуқсизни қомулда тамамлап, 2006- йили бейҗиң чаңпиң 2- оттура мәктипиниң шинҗаң толуқ оттура синипиға өткән. 2010- Йили әла нәтиҗә билән шәрқи шимал орманчилиқ иниститотиниң бағвәнчилик факолтитиға қобул қилинип, 2014- йили 7- айда оқуш пүттүрүп қомулға қайтип кәлгән. Шерингүл ата-анисиниң йахши тәрбийәси вә оқутқучиси турсунҗан исһақниң тәсиридә, кичикидинла хәттатлиққа вә рәсим сизишқа алаһидә иштийақ бағлиған болуп, 2003-йили тәтил мәзгилидә устази әсәт муһәммәтниң йетәкчиликидә хәттатлиқниң дәсләпки асасини тиклигән. Қомулда оқуватқан мәзгилидә бир қанчә парчә һөсинхәт әсири аптуном район, вилайәтлик мусабиқиләрдә йахши нәтиҗиләргә еришкән, толуқ оттуриға чиққандин кейинму хәттатлиққа болған қизиқиши қилчә суслап...

Давамини оқуң!

Ғоҗимуһәммәд Муһәммәд

Ғоҗимуһәммәд Муһәммәд

Ғоҗимуһәммәд Муһәммәд 1971- йили 9- айниң 27- күни гума наһийәсиниң қоштағ йезисида туғулған. 1988- Йили қоштағ йезисида толуқ оттура мәктәпни пүттүргән. 1990- Йилидин 2002- йилғичә хотән пахта тоқумичилиқ фабрикисида ишчи болуп ишлигән. 2004- Йилдин башлап һазирғичә хотән вилайәтлик йолучилар тошуш баш бекитидә ишләп кәлмәктә. Әдәбий иҗадийити «йеңи қаштеши» журнилиниң 1990- йиллиқ 3- санида елан қилинған «мениң җәннитим» намлиқ шеир билән башланған болуп, һазирғичә аптоном районимиздики уйғурчә йезиқта чиқиватқан һәр қайси мәтбуатларда 2000 парчидин артуқ шеир вә нәсирлири елан қилинди. 30 Парчигә йиқин шеири хәнзучиға тәрҗимә қилинип елан қилинди. «Мәшрәп чөли», «әрниң еппити», «рәзил аптап», «дутарчи айал» намлиқ 50 парчигә йиқин шеирлири илгири- кийин болуп «хантәңри әдәбийат мукапати», «көкнур шеирийәт мукапати»,...

Давамини оқуң!

Иқбал Турсун

Иқбал Турсун

Иқтидарлиқ әдәбийат тәтқиқатчиси шинҗаң педагогика университетиниң профеиссори, филологийә пәнлири доктури Иқбал Турсун 1969- йили 8- сентәбир қәшқәр шәһиридә хәлқ сәнәткари аилисидә дунйаға кәлгән. Башланғуч – тулуқсиз вә толуқ оттура мәктәпни бөртала вә қәшқәрдә оқуған. 1986- Йили шинҗаң университети әдәбийат факултетиға толуқ курс оқушиқа қубул қилинған. 1991– Йилдин 1994- йилға қәдәр шумәктәпниң түркий тил-әдәбийати кәспи Уйғур әдәбийат тарихи йөнилиши бойичә магистир аспирантлиқида оқуп әла нәтиҗә билән оқушни тамамлиған, шу йили 7– айдин етибарән шинҗаң педагогика университети филологийә иниститутида ишләп кәлмәктә.Иқбал Турсун хизмәткә қатнашқандин тартип һазирға қәдәр тулуқ курс вә аспирантларға «Уйғур килассик әдәбийат тарихи», «әдәбийат нәзәрийәси», « истетика», « әдәбийат–сәнәт писхологйиси», «нәваишунаслиқ тәтқиқати», «кино–телевизийә сәнитидин зоқлиниш», «әдәбийат тәтқиқат методологийиси», «Уйғур қәдимки...

Давамини оқуң!

Доктор Әркинай Аблиз

Доктор әркинай аблиз

Әркинай аблиз 1976- йили бүгүр наһийисидә бир оқутқучи аилисидә дунйаға кәлгән. У 1997- йили шинҗаң педагогика университетиниң физика кәспини пүттүрүп, баклавур унванини алди. У университетта оқуватқан мәзгилдә өзлүкидин рус тили өгәнди. Алий мәктәпни пүттүргәндин кейин бүгүр наһийилик 1- оттура мәктәптә физика оқутқучиси болуп ишлиди. Хизмәт қилиш җәрйанида у чәт әлгә чиқип оқушқа ирадә бағлап, бир тәрәптин ишләп, бир тәрәптин өзлүкидин инглиз тилини өгәнди. Шундақла шинҗаң университетиниң магистирант тәрбийиләш мәркизидә «қолланма математика» кәспидә икки йил дәрс алди. Америкида магистирлиқ вә докторлуқ унвани үчүн оқуйдиған чәт әллик оқуғучилар «тофил» (TOEFL) дәп атилидиған инглиз тили имтиһани билән «GRE»дәп атилидиған толуқ оттура мәктәп кәспий дәрслирини мәзмун қилған йәнә бир имтиһанда лайақәтлик болмиса болмайду. Әркинай...

Давамини оқуң!

Чимәнгүл Авут

Чимәнгүл Авут

Йаш шаирә Чимәнгүл Авут 1973- йили 6- дикабир қәдимий шәһәр қәшқәрдә туғулған. 1991- Йили оттура мәктәпни пүттүрүп қәшқәр пидагогика иниститотиниң җоңгу тил-әдәбийат кәспигә қобул қилинған. Униң алий мәктәптә оқуватқан мәзгиллиридила шинҗаң йаш өсмурләр нәширийати тәрипидин тунҗи шеирлар топлими «тәтур чиқин» нәширқилинған, 1996- йили оқуш пүттүрүп қәшқәр Уйғур нәшрийатиға хизмәткә тәқсим қилинғандин буйан һазирғичә Уйғур тәһрир бөлимидә муһәррир болуп ишләватиду. Әдиплик һайатиуниң арқа-арқидин нәшир қилинған «қисас ғунчиси», «таш йапрақ», «барса кәлмәс йол» қатарлиқ шиерлар топламлири оқурмәнләрниң изчил йахши баһасиға иришкән. «Шор дәрйаниң у тәрипи» намлиқ дастани 14- нөвәтлик «хантәңри әдәбийат мукапати» ға иришкән. Чимәнгүл Авут 2004- йили шинҗаң бойичә өткүзүлгән тунҗи қетимлиқ «айаллар әдәбийати муһакимә йиғини» да «шинҗаңдики он мәшһур айал әдип»...

Давамини оқуң!

Нийаз Керим Шәрқи

Нийаз Керим Шәрқи

Нийаз Керим Шәрқий 1948- йили 10-айда турпан шәһиридә туғулған. Шинҗаң унверситетини пүттүргән. Һазир җуңго хәттатлар җәмиийитиниң һәйәт әзаси һәмдә җуңго хәттатлар җәмийити тәһрирлик, нәшр қилиш комитетиниң һәйити . Җуңго тарих мозийи гүзәл сәнәт галирийисиниң мәслиһәтчиси, аптонум райунлуқ хәлқ һөкүмити тарих мәдәнийәт йуртиниң тәтқиқатчиси, аптоном райунлуқ әдәбийат-сәнәтчиләр бирләшмисиниң һәйити, аптоном районлуқ чәтәлләр билән достлуқ орнитиш җәмийитиниң һәйәт әзаси, аптонум районлуқ хәттатлар җәмийитиниң даимий ишлар муавин рәиси, шинҗаң йипәк йоли хәттатлар, рәссамлар академийисиниң муавин мудири, дөләтлик 1-дәриҗилик гүзәл сәнәт устази. Уйғур хәттатлқида йитәкчилик ролини давамлиқ җари қилдуруп келиватқан пәхирлик ‍устаз Нийаз Керим Шәрқигә 2015-йили шивитсйә хан җәмәти тәрипидин пәхрий докторлуқ унвани берилди һәм ордин тәқдим қилинди. Нийаз Керим Шәрқиниң әсәрлири көп қетим мәмликәтлик вә...

Давамини оқуң!

«Уйғур Қамуси» Һәққидә

Хилму-хил учурларға тор арқилиқ еришиш бүгүнкидәк тәрәққий қилған әһвалда, Уйғур тилидики тор бәтләрниң һәддидин зийадә азлап кетиши нәтиҗисидә, вәтән ичи вә сиртидики пәрзәнтлиримизниң тоғра вә әтраплиқ учурға өз тилимизда еришиши барғансери қийинлишип кетиватиду. Мәнивий мәдәнийәт байлиқлиримизни тор дунйасиға вақтида елип кирип, пәрзәнтлиримизниң қолай еришишигә капаләтлик қилалмисақ, әҗдадлиримиз бизгә қалдурған қиммәтлик мираслар әвладлиримизға вақтида йәткүзүләлмәй, биздин балдуррақ йоқ болуп кетиши муқәррәр. Бу сәвәбтин мәвҗутлиқимизниң сәвәби болған мәдәнийәт вә сәнәт мираслиримизни, төһпикарлиримиз вә улар йаратқан әсәрләрни, пән-техника учурлирини чөридигән асаста һайатимизға мунасивәтлик һәр хил темидики мәзмунларни топлап вә түргә айрип, торда бир «Уйғур қамуси» шәкилләндүрүп, әвладлиримизниң пайдилинишиға сунсақ, миллий мәвҗутлиқимизниң давамлишиши үчүн наһайити зор төһписи болуши мумкин. Әмма бу ишни бир йаки...

Давамини оқуң!