Әй

①Исим. Қатарға қошулуш, айниш, көкләш, тутуш (өсүмлүк вә башқа җанлиқларға нисбәтән): пәрвиш қилиш йахши болмиғанлиқи үчүн, һәр йили көчәт қойулсиму, әй болмай кәлгәниди. ②Күч-қуввәт, озуқлуқ, оғут: әй бәрмәк. Әй қилмақ. ②Имлиқ сөз «йезиқ тили» зоқлиниш, һайаҗанлиниш, һесдашлиқ, ғәзәплиниш, пушайман қилиш қатарлиқ мәниләрни билдүрүп келиду, тилдики «һәй» билән тәң: салам, әй мойсипитләр, пешқәдәм устаз! Баһар бостанида сайрайли хуш аваз!

Әнә

①Алмаш. Нерирақта йаки көз алдида турған нәрсини йаки болмиса йүз бериватқан вәқә, һадисиләрни көрситиштә қоллинилиду:-сәмәт қени?-Әнә, келиватиду. ②Йүк. Көрситиш, тәкитләш вә муәййәнләштүрүш қатарлиқ мәниләрни ипадиләйду: әнә шундақ чағдиму мениң дадам мени җиддий һәм салмақ қәдәмләр билән алға йетәкләп кетиватиду.

Әнлимәк

①Пеил. Метирлимақ, ени охшаш һалға кәлтүрмәк; өлчимәк: рәхтни әнлимәк. Матани әнлимәк. ②Пеил. Кәңрип, чоңқурлишип тез, раван ақидиған һаләткә кәлмәк, ән тартмақ (су һәққидә): ечиқ әнләп асан әткили болмайдиған болуп кәткәниди.