Әмәлий

Сүпәт [әрәбчә] ①кишиләрниң күндилик паалийитигә, турмушиға аит болған, һайат билән бағлиниши бар: деһқанчилиқ ишлири деһқанларниң күндилик әмәлий ишидур. ②Әмәлийәткә тәтбиқ қилинған, тәҗрибә-синақлардин өткән, тәҗрибә арқилиқ испатланған, һәқиқий: әмәлий техника. Әмәлий билим.

Әмәл

Исим [әрәбчә] ①«математика» математикилиқ һесабниң һәр бир түри: төт әмәл. Қошуш әмили. Бөлүш әмили. Исим [әрәбчә] ②мәнсәп, һоқуқ, вәзипә: әмәл тутмақ. Әмили өсмәк. ③Күндилик иш, паалийәт, әмәлийәт: әмәлдә көрсәтмәк. Әмәлгә ашурмақ.*Еғизда бар, әмәлдә йоқ (мақал).*Әмили йоқ сопидин тухуми йоқ тоху йахши (мақал).

Әмәс

«Әрмәк» йардәмчи пеилиниң болушсиз сүпәтдиши болуп, инкар, рәт қилишни билдүриду: рәхт пул әмәс, һүнәр пул (мақал). *Қара қашим бар мениң, көйдүрмә қаш лазим әмәс. Бир адашим бар мениң, икки адаш лазим әмәс.