Әмән

Исим «ботаника» мурәккәп гүллүкләр аилисидики көп йиллиқ, саман ғоллуқ өсүмлүк. У әтийазда шорлуқ йәрләр вә ериқ бойлирида балдур өсидиған йава өсүмлүк болуп, ақ әмән вә қизил әмән қатарлиқ түрлири бар. Тебабәттә қанни совутуш, йәлни қайтуруш роли бар.

Әмәлийәтчанлиқ

Исим. Әмәлийәткә әһмийәт беридиған кәйпийат, әмәлийәткә ихлас қилидиған хусусийәт: адилә йолдишиға:-сиз барғандин кейин америкилиқ савақдашлар вә хизмәтдашлар билән чиқишип өтүң. Америка хәлқиниң әмәлийәтчанлиқиниму кәмтәрлик билән қетирқинип өгиниң, -деди.