Айдиң

Сүпәт ①ай нури билән йоруған, йоруқ: айдиң кечә. *Айниң он бәши айдиң, он бәши қараңғу (мақал). ②Көчмә мәнидики сөз. Рошән, чүшинишлик: һәммә нәрсә айдиң болди, бундақ бешәм хотунға немә дегили болиду?

Айда-Йилда

Узақ вақитни өткүзүп бирәр қетим; анда санда, бирә-бирә, наган-наганда: әмдиликтә, әр-хотун иккийләнниң пүтүн тирикчилики қизи чәт әлдин айда-йилда әвәтидиған халтиғила қарашлиқ болуп қалди.