Айал

Исим [әрәбчә] ①хотун-қизларниң омумий нами, хотун киши: айаллар байрими. Айаллар бөлүми. Айаллар кесили. ②Ери бар хотун, рәпиқә (өз еригә нисбәтән):-һәй мәхлуқ, қандақ йүзүң билән мениң ерим үстидә гәп қиливатисән, -дәпту кәмәк һәййарниң айали.

Айақ

Исим ①йағачтин ойуп йасалған, тәхсигә охшап кетидиған чоң қача: униң қолида дәз кәткән бир қапақ, йериқлири чәмбәрләнгән қопал айақ вә башқа әски-түскиләр бар иди. ②Тарихта җам, пийалә, қәдәһ қатарлиқларму бу нам билән аталған: мәхтумсула өз қоли билән айақларға сүт һариқини толдуруп қуйуп бир дәмдә һәммисини мәст қиливетипту.