Амбулаторийә

Исим [русчә«латинчә»] «тебабәт» қатнап давалинидиған йаки өйдә йетип давалинидиған бимарларни медитсина йардими билән давалайдиған шипахана: шәһәр амбулатурийиси. Завут амбулаторийиси. Амбулатурийә врачи.

Амбаллиқ

①Сүпәт. Амбалға хас, амбалға тәәллуқ болған: у инқилаб мәзгилидә амбаллиқ тамғисини ташлап, өзигә гирим қилип, мәркәзгә қечип келивалғаниди. ②Исим. Амбалға хас, миҗәз амбалларға хас иш, һәрикәт; һөкүмранлиқ: у ериниң қилғинини аз дәп һә дегәндә амбаллиқ қилғили турди.

Амбал

Исим. Тарихи сөз. ①Чиң сулалисиниң шинҗаң вә ички моңғулларда турғузған иш беҗиргүчи вәзирлири. ②Наһийиниң башлиқи, һаким: у өзидин бурунқи амбалларға охшаш кәйнигә муһапизәтчи селип һәшәм көрситип йүрмәйтти. ③Көчмә мәнидики сөз. Әмәлдар, мәнсәпдар: амбалниң етини суғар, пулини ал (мақал).

Амбарлаштурмақ

Пеил. Амбарға селинидиған нәрсиләрни амбарға әкирип, түрләр бойичә орунлаштурмақ, қачилимақ: улар сех-сехларға хам материйал тошувататти йаки йеңи мәһсулатларни амбарлаштурмақта иди.