«А» Билән Башланған Изаһлар

Атлиқ

1. ①Сүпәт. Ети бар, атқа игә: мана һазир у дулдулдәк икки атлиқ болуп қалди. ②Сүпәт. Ат мингән: туйуқсиз йаңақ дәрихи алдида үч атлиқ киши көрүнди .③Исим. Ат мингән киши: атлиқ пийадиниң һарғинини билмәс (мақал). ④Исим. Атқа хас хусусийәт, атқа хас алаһидилик: атниң атлиқи бардур, наватниң татлиқи бардур.

2. Сүпәт. Исимлик, намлиқ, исим йаки намға игә болған; … дәп атилидиған: даванчиңниң йоли қаттиқ тавузи татлиқ, даванчиңда бир йарим бар қәмбәрхан атлиқ.

Аччиқ-Чүчүк

①Техи татлиқ тәм кирмигән, чүчүмәл (йәл-йемииш һәққидә): аччиқ-чүчүк ғора.*Ғулҗа алмисиниң тәми дәсләп аччиқ-чүчүк болиду, узун турғансери тәми йахши болуп кетиду. ②Лаза, аччиқсу, дора-дәрман қатарлиқлири өтүпрақ тәңшәлгән: турсун еғир ичимликтин кейин, аччиқ-чүчүк үгрә билән меһман болди .. ③көчмә мәнилик сөз. Турмушниң раһәт-парағәт вә җапа-мушәққити, һайатниң ләззәт вә ғәм-тәшвишлири, турмушниң иссиқ-соғуқи: бақи турмушқа әмдила көз ачқан садда ақ көңүл бир йигит, у йеза турмушиниң аччиқ-чүчүкини тетимиған.