«А» Билән Башланған Изаһлар

Адәмхорлуқ

Исим. Адәм гөшини йейишкә адәтлиниш; вәһшийлик, йавузлуқ: мәҗуси бәһрәмгә қарап йиғлап туруп:-қенимдин кечип, мени өлтүрмисилә,-мән иккинчи адәмхорлуқ қилмаслиққа қәсәм ичәй,-дәп йелинипту.

Арамчилиқ

Исим. Хатирҗәмлик, арамлиқ: кишиләрниң көңли бирәр нәрсидин араз йегәндә, қизиқ бирәр чақчақ аңлиса, көңлидики ғәшлик көтүрүлүп, күлкә ичидә өз көңлигә арамчилиқ тапиду.*Садирға «уһ» дегүдәк арамчилиқ ахир несип болди.

Архип

Исим [русчә<لاتىنچە>] Бирәр идарә, тәшкилат вә шәхсләрниң иш-паалийити вә омумий әһвалиға алақидар болған, түргә айрилип вә системилаштурулуп сақлинидиған һөҗҗәт, хәт-чәк вә фото-сүрәт қатарлиқ материйаллар: разведка әмәлдари архип ичидин лутпулла билән гүлбаһар йезишқан хәтләрни суғурувелип синчилап қарашқа башлиди.

Арзу-Үмид

Дилдики арзу истәкләр: сән уларни һәрбир ойлиғиниңда уларниң арзу-үмидлири, отлуқ тиләклири саңа күч вә дәрман беғишлап, алдиңда парлақ таң етиватқандәк йоруқлуқ сезисән.