«А» Билән Башланған Изаһлар

Алдида

Тиркәлмә сөз ①һузурида, қешида: ишни йахши қилсақ, амма алдида йүзимиз йоруқ болиду. ②Бурун, илгири, пәйтидә: зәйтунәм башлиған атлиқ дүй җиддий атлиниш алдида турғанда, теббий йардәм сомкисини бойниға есип, алдирап қадир йетип кәлди. ③Нисбәтән, қариғанда: дәрс қанчә қийин болсиму, оқуғучиларниң тиришчанлиқи алдида һеч нәрсә билинмиди.

Алқиш

Исим ①рәһмәт сөзи, рәһмәт туйғуси, қоллаш, һемайә қилиш: алқишқа еришмәк. ②Алқишлап челинған чавак: дөләтбай сөзини түгәткәндә, зал ичини қизғин алқиш садалири ләрзигә кәлтүрүвәткәниди.

Алмимақ

Пеил ①йип учлирини алмаштуруп таңмақ, чатмақ: йипни алмап чигмәк. ②Бир нәрсини иккинчи нәрсиниң үстигә қойуп орунлаштурмақ: путини алмап олтурмақ. Шахни алмап қоймақ. Арғамчини алмап қоймақ.

Алилиқ

Исим ①ала болған көрүнүш, ала икәнлик, ала һаләт. ②Көчмә мәнидики сөз. Көңлидә сақланған наразилиқ, нийитидики икки хиллиқ, көңлидики дүшмәнлик: униң көңлиниң алилиқидин қилған иши раваҗ тапмайду.

Аләмчә

Сүпәт. Аләмгә тәң келидиған, наһайити кәң, наһайити көп: вәтәндур биз милйон пәрзәнткә ана, вәтәндур муқәддәс мәңгү башпанаһ, оғлимән, демәкки муһәббитимни аләмчә бар десәм аз келәр йана.