«А» Билән Башланған Изаһлар

Ақлиғуч

Исим ①йулғун йаки башқа йағачтин йасалған қисқуч, бу сайман бора тоқуш үчүн йерип тәййарлиған қомушни силиқлаш үчүн ишлитилиду. ②Қонақ ақлашта ишлитилидиған учлуқ кичик йағач.

Алармән

①Сүпәт «алмақ» пеилиниң кәлгүси заман 1-шәхс бирлик санда түрләнгән шәкли. ②Исим. Мал йаки нәрсә-керәк сетивалғучи, херидар болғучи киши: берәрмәнниң бешини алармән оңшапту (мақал). ③Исим. Көчмә мәнидики сөз. Башқиларға қилчә нәрсә өткүзмәйдиған, башқиларниң пули, мал-мүлкини алсам дәп туридиған киши.

Алаһидә

Сүпәт [әрәбчә] ①башқилардин пәрқлиқ, айрим: алаһидә таварлар. -Бу атлар алаһидә беқилидиған атлар болуп, халиған җайда отлиши шәрт иди. ②Өзигә хас, мәхсус: журналниң алаһидә сани. -Укам ғалибҗан, мән сизни алаһидә йоқлап кәлдим.