«А» Билән Башланған Изаһлар

Ақ

1. ①Сүпәт. Пахта, қар йаки сүт рәңдики; қариниң әкси: ақ хәсә. Ақ ун. Ақ қәғәз. *Уларни ақ халатлиқ, чирайлиқ бир қиз иттик орнидин туруп қизғин қарши алди. ②Сүпәт. Сирти, көрүнүши ақ рәңгә майил: ақ йүзлүк, ақ биләк. Ақ алма. ③Сүпәт. Хәт йезилмиған; зираәт терилмиған; бикар, бош: ақ бәт. *Униң йери терилмай ақ қалса әпләшмәс, биз ишләп қойсақ дәймән.

2. ⑤Исим. Тоғра, йахши иш, һәқиқәт: ақни қара, қарини ақ қилмақ. ⑥Исим. Ақарған түк, мой; чач вә сақалниң ақарған қисми: чачниң еқи. *Сақилиңниң еқи бар, балилиқиң техи бар. ⑦Исим. Көзниң қаричуқини орап турған тиниқ рәң қисми: көзниң еқи.

Ақсиримақ

Пеил ①ақ нан, ақ аш тамиқини йейишни сеғинмақ: өйгә әл-ағиниләр йаки меһман-йочун келип қалса, ақ нан болмиса сәт туридикән, балиларму ақсирап кетидикән. ②Сүт, қетиқни сеғинип қалмақ: бу йил калимиз қисир қелип хели ақсиридуқ.