«А» Билән Башланған Изаһлар

Аңлимақ

1. Пеил ①тавушни аңлаш оргини арқилиқ қобул қилмақ: музика аңлимақ. Дәрс аңлимақ. * Қизим саңа ейтай, келиним сән аңла (мақал). ②Билмәк, хәвәр тапмақ, хәвәрдар болмақ, вақипланмақ: баһархан өлгәндин кейин бақиниң кесили еғирлишип, орун тутуп йетип қалғанлиқини аңлиғанидим. ③Көңүл бөлмәк, етибар билән қаримақ, диққәт-етибарини қаратмақ: амминиң пикрини аңлимақ. *Әхмәтҗан қасими бу вәкилләр билән көрүшүп, хәлқниң йахши тәләп-арзулирини аңлиди. 2. ④Қобул көрмәк, мақул болмақ: гәп аңлимақ. Тәрбийә аңлимақ. ⑤Ағзаки тәнбиһ, дәккә, дәшнәм вә шу қатарлиқларни ишитмәк: сени дәп апамдин бирмунчә гәп аңлидим.

Аһанәтлик

Сүпәт ①һақарәтләнгән, тил-аһанәт ишиткән, қариланған, хорланған: мениму, өзиңизниму аһанәтлик қилишиңизға әмди һәргизму чидап туралмаймән! Чүшәндиңизму? ②Кишини сәскәндүридиған, номус қилдуридиған, уйалдуридиған: йешиң оттузға йәтмәй туруп үч қетим өйләндиң, шуңа «хотун бедики» дегән аһанәтлик намға ериштиң.

А

①Уйғур елипбәсиниң биринчи һәрпи вә шу һәрпниң нами

②«Аву» сөзиниң қисқарған шәкли.

③Рәт җәһәттә биринчи орунда туридиған шәйини билдүриду; а. Синип. Аву «1- йиллиқ а» синипқа кириң.

④Йүклимә сөз. Пеилларниң ахириға улинип тәкитләшни билдүриду: чаққанрақ болуңа. Тезрәк маңғина. Келимән дәмсиза?

⑤Турғун сөзләрдин пеил йасайдиған қошумчә: йаш- йаша. Қейин- қейна. Ойун- ойна