«А» Билән Башланған Изаһлар

Алдиримақ

Пеил ①бирәр җайға йетип бериш вә бирәр ишни беҗириш һәрикитини тезләштүрмәк; тез йүрмәк: у чилиған нанниң йеримини йәпла мәктипигә алдириди. ②Тосаттин йүз бәргән иш-һәрикәт сәвәбидин һодуқмақ, һайаҗанланмақ, әнсиримәк: җелил бовай буни аңлап гойа бир иш йадиға чүшкәндәк алдирап банкиға кирди.

Аллибир

Алмаш [алла+бир] ким вә немилики намәлум болған бир, қандақтур бир: униң җиддийләшкән әсәбийлири бирдинла бошишип, қулиқиға аллибир сорунлардики ромкиларниң җараңлиған авази аңлинишқа башлиди.

Аләмшумул

Сүпәт [әрәбчә+парсчә] хәлқара әһмийәткә игә болған, әһмийити интайин чоң; җаһаншумул: тарихимизда аләмшумул дастанларниң алтун бәтлиригә пүтүлгән қиз йигитләр аз әмәс.