«А» Билән Башланған Изаһлар

Ақсимақ

Пеил ①бир путиниң мейиплики йаки ағриғанлиқи сәвәблик ақсап, диңгослап маңмақ: униң сунған пути сақийип кәтмигән вә бираз ақсап маңидиған болсиму, қәтий тәләп қилип, тәшмидә ишлиди. ②Көчмә мәнидики сөз. Арқида қалмақ, кәйнигә сүрүлмәк, дәхли йәтмәк: әр әмгәк күчлиридин бир қисми йезидин шәһәргә киривалғанлиқтин, өстәң қурулуши хели ақсиди.

Ақлимақ

1. Пеил ①һак вә борға охшаш ақ түргә киргүзгүчи нәрсиләр билән бойимақ, ақартмақ: өй ақлимақ. ②Дан, дәрәх (йағач), көктатларниң постини, қовзиқини соймақ, айримақ, шилип алмақ: қонақ ақлимақ. Шал (гүрүч) ақлимақ. ③Көчмә мәнидики сөз. Гунаһсиз икәнликини испатлимақ; өзини ақлимақ.

2. ④Үмид, бурч, вәдигә мунасип иш қилмақ, орунлимақ: үмидни ақлимақ. Вәдини ақлимақ. ⑤Сиңдүргән әмгәк, бәргән тузниң бәдилигә тушлуқ иш қилмақ: сәнму тузумни ақлап, һалаллиқ билән ишлидиң.

Аккордийон

Исим [русчә<فرانسۇزچە>] <مۇزىكا> Йерим авазлиқ гармон. Титригүчи метал пластинка, қатлинидиған терә шамал сандуқи вә бир қатар тиллардин тәркиб тапиду; чалған чағда сол қол билән шамал тартилиду, оң қол бармақлири билән тиллар бесилиду.