«А» Билән Башланған Изаһлар

Айақ

Исим ①йағачтин ойуп йасалған, тәхсигә охшап кетидиған чоң қача: униң қолида дәз кәткән бир қапақ, йериқлири чәмбәрләнгән қопал айақ вә башқа әски-түскиләр бар иди. ②Тарихта җам, пийалә, қәдәһ қатарлиқларму бу нам билән аталған: мәхтумсула өз қоли билән айақларға сүт һариқини толдуруп қуйуп бир дәмдә һәммисини мәст қиливетипту.

Айланмақ

1. Пеил ①өз оқида, бирәр даирә ичидә йаки бирәр нәрсини бойлап һәрикәт қилмақ: қейиқ доқмуштин айлинип, чоң сазлиққа кәлди. ②Сәйлә, тамаша қилмақ; кәзмәк, арилимақ: алмас техичә шәһәр ичидә айлинип йүрәтти. ③Көздин кәчүрмәк, тәкшүрмәк: мәғриптин кәлгән адәм айлинип йүрүп, сирни обдан уқувапту.

2. ④Башқа һаләткә, көрүнүшкә кирмәк, башқа түс алмақ, өзгәрмәк: йамғур аста-аста қарға айланди. *Турап униң нәзиридә пүтүнләй кардин чиққан, йаримас адәмгә айланди. ⑤Йүрүшмәк, оборот болмақ: тиҗарәттә пул қанчә тез айланса, пайда шунчә көп болиду. ⑥Тоғра кәлмәк, тәқсимләнмәк: униң йери начар болғачқа, чиққан һосули аран бир моға бәш ходин айланған. ⑦Мәшғул болмақ, тутунмақ: адил ушшақ-чүшшәк ишлар билән айлинип қелип, йиғинға вақтида келәлмиди.