«А» Билән Башланған Изаһлар

Адим

<تارىخى سۆز> ①Исим. Қәдәм. ②Миқдар сөз. Узунлуқ өлчими, тәхминән 75 сантиметир әтрапида: сарайниң ичи бәк сүрлүк, тәнтәнилик мурасим өткүзүлидиған бу сарайниң узунлуқи 60 адим, ени 35 адим келәтти.

Адәм

Исим [әрәбчә] ①пикир қилиш, сөзләш вә әмгәк қилиш қабилийитигә игә болған һәм ишләпчиқириш қораллирини йасийалайдиған, һәм ишлитәләйдиған, шу сәвәблик башқа һәммә мәхлуқаттин үстүн турғучи җанлиқ; киши, инсан: адәмниң алиси ичидә, һайванниң алиси тешида (мақал). ②Кишилик җәмийитиниң айрим әзаси, шәхс: йахши адәм. Әхлақлиқ адәм. Начар адәм.

Ар

1. Исим [әрәбчә] өзигә мунасип, әп көрмигән иштин, нәрсидин хиҗаләт болуш, уйилиш туйғуси; уйат, номус: ар алмақ. Ар кәлмәк.*Өз атам малдәк сетип, қилмақчи қәсти пул мени. Пул үчүн арни сетип, қилмачи әсли қул мени.

2. Исим [русчә<франсузчә><латинчә>] <миқдар сөз> метир системисидики 100 квадрат метирға йаки 0.15 Моға тәң болған өлчәм бирлики. Бир гектарниң йүздин бир қисми.

Арпа

Исим <بوتانىكا> ①Башақлиқлар аилисидики бир йиллиқ, саман ғоллуқ өсүмлүк. Йопурмиқи кәң һәм йипсиман болиду, дениниң шакилида узун қилтириқи болиду. У бир хил ашлиқ зираити болуп үндүрмисидин пива вә арпа шекири ишләшкә болиду. ②Мушу хил өсүмлүкниң дени.