«А» Билән Башланған Изаһлар

Адизлар

Исим <ئىرق> Турларниң бир қәбилиси. Адизлар әсли волга дәрйаси йақилирида көчмән чарвичилиқ билән турмуш кәчүргән, түркләргә тәвә болған, кейинки вақитларда шәрққә көчүп берип сир тардушқа тәвә болған.

Адәттикидәк

Рәвиш. Һәр вақиттикигә, адәттикигә охшаш, адәттикичә; нормал: униң бир иши, ағиниси мәйли илғар болсун, мәйли қалақ болсун, дәйдиғинини йүзигә дәп болупла йәнә адәттикидәк мунасивәт қилип йүривериду.

Адәмлик

Сүпәт. Адәмгә хас, адәмдә болидиған, адәм балисиға лайиқ болған, адәмгә мунасип; адәмийлик, инсаний: адәмлик бурч. Адәмлик характер. // Адәмниң адәмлики аччиқи кәлгәндә билинәр (мақал).

Артмақ

1. Пеил ①көпәймәк, ашмақ: 4-синиптин башлап, балиларниң игилигән билими йилдин-йилға артип бариду. ②Көчмә мәнидики сөз. Күчәймәк, өрлимәк, өсмәк: чөмүп чәксиз шадлиқ қойниға, өз йуртиға маңди у қайтип. Тағ-даванлар қалғанчә кейин, хушаллиқи баратти артип .③Мәлум бир чегра, миқдар йаки чәктин ашмақ, өтмәк: бу баһа әслий баһасидин он пирсәнт артип кетипту.

2. Пеил ①йүкни трансипорт васитисиниң үстигә, ичигә җайлаштурмақ, йүклимәк: синимиған атқа йүк артма (мақал). ②Көчмә. Зиммисигә йүклимәк, бойниға қоймақ, таңмақ: мәсулийәтни артмақ.*Шөһритиң-шаниң үчүн боғдани сән артсаң маңа. Дәс туруп қәддимни пүкмәй, мәнзилиңгә көтүрәй .③Көчмә. Дөңгимәк, иттирип қоймақ: қарап туруп өзи қилған ишни башқа адәмгә артип қойса боламду?