«А» Билән Башланған Изаһлар

Асарун

Исим [парсчә] <بوتانىكا> Зиравәндә аилисидики көп йиллиқ саман ғоллуқ өсүмлүк йопурмиқи йүрәк шәкиллик, гүли тутуқ сөсүн, йилтизи наһайити инчикә, тәми аччиқ болуп, дора қилиниду; баш ағриқи, чиш ағриқини пәсәйтиш роли бар.

Асанлатмақ

«Асанлимақ» пеилиниң мәҗбурий дәриҗиси: һәрбир ишта әл хизмитигә асаслансақ, қуруп техника еғир ишни асанлатсақ, тәрәққийат йолиға әзиз җанни атисақ, бу мениң йаш ғунчә гүлүм ечилатти.

Аста

Рәвиш ①төвән сүрәт билән; алдиримай: садиқ аста маңғиничә кетип қалди. ②Йәңгилгинә, билинәр-билинмәс: у қейин астида йетип, аста күлүп қойди. ③Еһтийат қилип; авайлап: нурулла мухтәр мәргәнни аста ойғатти. ④Тавуш чиқармастин, сәздүрмәстин, билдүрмәстин: асим, адәмләр арисидин аста чиқип кәтти. ⑤Тәдриҗий һалда, тәдриҗий: хатирә қабилийити күчлүк оқуғучиларниң әстә қалдуруши тез, унтулуши аста болиду.

Асма

①Сүпәт. Есип қойидиған, есип қойуш үчүн мувапиқлаштурулған: асма бөшүк. Асма көврүк. ②Исим. Кийим тикидиған машининиң бир учи меңигә йәнә бир учи чокиға тутишип, иккисиниң һәрикитини маслаштуруп туридиған бир хил саймини.

Ашна

Исим [парсчә] ①дост, йар-бурадәр; тонушбилиш: мән у күнләрни китабни йар, тәтқиқатни ашна тутуп өткүзмигән болсам, бир минутму йашийалмиған болаттим. ②Адиши, ойниши: ашнаңға ишинип әрсиз қалма (мақал).